тас кавипи

«тас кавипи» етиш усули.

1208980
тас кавипи

тас кавипи

түркийә авази радийоси: биз бүгүн силәргә тонуштуридиған вә тарихи наһайити узунға созулидиған «тас кавипи», османли империйәси ашханилиридики әң мәшһур таамлардин бири һесаблиниду. «тас» ниң луғәт мәниси, «қача» дегән мәнини билдүридиған болуп,  әйни вақитта бу таам мис қачида етилидиғанлиқи үчүн, бу таамниң исминиң «тас кавипи » дәп атилидиғанли ривайәт қилиниду.  бүгүн силәргә «тас кавипи» һәққидә мәлмат беримиз.

«тас кавипи» етиш үчүн керәклик болған материйаллар төвәндикичә:

  • йерим килогирам пақлан гөши
  • йерим қошуқ йағ
  • икки қошуқ сериқ май
  • бир данә иинчикә тоғралған пийаз
  • бир данә чоң – чоң тоғралған сәвзә
  • бир данә чоң – чоң тоғралған бәрәңгә
  • 4 чиш самсақ
  • икки татлиқ қошуқи пәмидур қийами
  • үч истакан қайнақ су
  • йерим татлиқ қошуқи туз
  • қаримуч

«тас кавипи» етиш усули төвәндикичә:

  • алди билән, йағни қизитиң, андин, сериқ майни илавә қилип, гөшләрни қазанға селиң, арқидин оттура һал отта сүйи қалмиғанға қәдәр пишуруң.
  • инчикә тоғралған пийазларни қазанға илавә қилип, гөшләрни қорушни давамлаштуруң.
  • пийаз вә самсақлар йумшиған чағда, алди билән, пәмидур қийамини илавә қилип, арилаштуруң. андин, қайнақ суни қазанға төкүң.
  • ахирида чоң – чоң тоғралған бәрәңгә билән сәвзини илавә қилиң.
  • таамни қаримуч вә туз билән ләззәтләндүрүң.
  • қазанниң тувиқини йепип, пәс отта таки гөшләр йумшиғанға қәдәр кәм дегәндә 30 минут пишурғандин кейин, истемал қилсиңиз болиду.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر