тиройа қәдимий шәһири

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида « тиройа қәдимий шәһири» дегән темини силәр билән ортақлишимиз.

1192581
тиройа қәдимий шәһири

тиройа қәдимий шәһири

тиройа қәдимий шәһриниң һәр йили 500 миңдин артуқ адәм тәрипидин зийарәт қилинидиғанлиқини аңлиғанмидиңиз?

чанаққәләдики тиройа қәдими шәһири, дунйадики әң даңлиқ қәдимий шәһәрләрниң бири һесаблиниду. тиройада көрүлгән 9 қатлам, 3 миң йилдин артуқ үзлүксиз давамлашқан мәдәнийәт изналириға ишарәт қилмақта вә анадолу, әгә шундақла балқанлар өзара учрашқан бу тәңдашсиз райондики мәдәнийәтләргә нәзәр ташлишимизни капаләткә игә қилмақта. тиройадики әң қәдимий аһалиләр райони қатлими миладидин илгирики 3000 – 2500 – йиллар арисидики дәсләпки тунч дәвригә аиттур. арқидин изчил һалда аһалиләр олтурақлишип кәлгән тиройа қатламлири миладидин бурунқи 85 – йилидин милади 8 – әсиргичә давамлашқан рома дәври билән ахирлашти. тиройа җуғрапийәлик орни түпәйли бу йәрдә һөкүм сүргән мәдәнийәтләрниң башқа районлар билән болған сода вә мәдәнийәт алақилири нуқтисидин изчил һалда наһайити муһим рол ойнап кәлгән. бу муһим шәһәр йәнә үзлүксиз қатламлишиш арқилиқ йавропа вә әгәдики башқа җайлар үчүн мәнбәлик ролини өтимәктә.

тунҗи болуп 1871 – йили һинрих шилеман тәрипидин башланған қезип тәкшүрүш хизмәтлири, бу көркәм шәһәрдә таһазирғичә давамлаштурулмақта.

тиройа 1998 – йили б д т пән, мәдәнийәт – маарип тәшкилатиниң мәдәний мираслар тизимликигә киргүзүлгән.

 

мәнбә: мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министирлиқи мәнбәлири



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر