аллаһ пәйғәмбәрлик вәзиписини қәйәргә орнитишни обдан билиду

гунаһкарлар өзлири ишләткән һийлә ـ микирләр түпәйлидин аллаһниң дәргаһида хорлуққа вә қаттиқ азабқа дучар болиду.

1190932
аллаһ пәйғәмбәрлик вәзиписини қәйәргә орнитишни обдан билиду

аллаһ пәйғәмбәрлик вәзиписини қәйәргә орнитишни обдан билиду

түркийә авази радийоси: әнам сүриси, 119 – 124 – айәтләр. зөрүрийәт болмиғучә йейиш һарам қилинған нәрсиләрни аллаһ силәргә очуқ байан қилған турса, аллаһниң исми ейтилип боғузланған һайванларни немишқа йемәйсиләр? нурғун кишиләр нәпси хаһишиға әгишип, билмәстин, (башқиларни) һәқиқәтән аздуриду, шүбһисизки, сениң пәрвәрдигариң (шәри дәлилсиз һалал, һарам дәп) һәддидин ашқучиларни обдан билиду[119]. ашкара вә йошурун гунаһларни тәрк етиңлар, шүбһисизки, гунаһ қилғучилар өз қилмишлири түпәйлидин (ахирәттә) җазаға тартилиду[120]. (и мөминләр!) аллаһниң исми ейтилмай боғузланған (йәни бисмиллаһ дәп зәбһи қилинмиған) һайванларни йемәңлар, уни йейиш әлвәттә гунаһтур. шүбһисизки, шәйтанлар өз достлирини (йәни мушрикларни) силәр билән дәталаш қилишқа вәсвәсә қилиду, әгәр уларға итаәт қилсаңлар, силәр чоқум мушрик болуп қалисиләр[121]. әслидә өлүк (йәни капир) болуп, биз уни (йәни униң қәлбини иман билән) тирилдүргән, биз униңға кишиләр арисида һидайәт тепишқа нур бәргән бир адәм зулмәттә (йәни куфриниң қараңғулуқида) қалған вә униңдин қутулалмиған бир адәм билән охшашму? капирларға уларниң қилмишлири әнә шундақ чирайлиқ көрситилди[122]. һийлә ـ микир ишлитишлири үчүн (мәккидә қурәйшниң чоңлирини баш гунаһкар қилғинимиздәк), һәрбир шәһәрниң чоңлирини баш гунаһкар қилдуқ, уларниң ишләткән һийлә ـ микирлири өзлиригә йаниду (йәни улар шу һийлә ـ микирләрниң вабалиға қалиду), улар (буни) сәзмәйду[123]. уларға (муһәммәд әләйһиссаламниң раст пәйғәмбәрликини көрситидиған) бирәр мөҗизә кәлгән чағда, (улар) бизгә пәйғәмбәрләргә берилгән мөҗизә берилмигүчә (униңға) һәргиз ишәнмәймиз, дәйду. аллаһ пәйғәмбәрлик вәзиписини қәйәргә орнитишни (йәни кимниң униң әһли болидиғанлиқини) обдан билиду, (бу) гунаһкарлар өзлири ишләткән һийлә ـ микирләр түпәйлидин аллаһниң дәргаһида хорлуққа вә қаттиқ азабқа дучар болиду[124].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر