23 – апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими

түркийә җумһурийитигә нисбәтән наһайити зор әһмийәткә игә болған «23 – апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими» ни қизғин тәбрикләймиз.

1188165
23 – апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими

+  түркийә авази радийоси хәвири: 1920 – йили 23 – апрел күни түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ечилған күн болуп, кейин «миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими» күни қилип бекитилгән.

23 – апрел, османли империйәсиниң бикар қилинишидин кейин, миллий игилик һоқуқ байрими күни сүпитидә пүткүл түркийә хәлқи тәрипидин тәбриклиниши вә «мустәқиллиқ уруши» да дадиси шеһит болуп кәткән балиларниң көңкини хуш қилиш үчүн, «миллий байрам»  күни қилип бекитилгән.

бу байрам түркийәниң һәрқайси җайлиридики өсмүрләр тәрипидин тәнтәнилик һалта тәбрикләнмәктә. җүмлидин, өсмүрлиримиз устазлири тәрипидин уйуштурулған паалийәтләрдә аилиләр билән учрашмақта вә бу қутлуқ байрамни чәксиз шад – хурамлиқ илкидә тәбриклимәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر