парлақ күнлиригә йүзләнгән моро мусулманлири

күнтәртип вә анализ 2019 – 06

1139961
парлақ күнлиригә йүзләнгән моро мусулманлири

парлақ күнлиригә йүзләнгән моро мусулманлири

 

 

һөрмәтлик радийо аңлиучи қериндашлар! төвәндә йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултити башлиқи пироафессор доктор қудрәт булбул тәрипидин тәййарланған «парлақ күнлиригә йүзләнгән моро мусулманлири» темилиқ анализини диққитиларға сунимиз.

***** ** ** ** **** ***

филиппинниң җәнубидики миндано арилида йашайдиған моро мусулманлири бәлки инсанийәт тарихиниң әң узун давамлашқан азаб - оқубәтлирини баштин кәчүргән, азабтинму бәкрәк әң көп һарғинлиқ йәткән бир район хәлқи болуп, 1500йили башланған азаблири қан, зулум, мушәққәт вә өлүм билән йуғурулған дәврләрни баштин кәчүргәндин кейин, мана бүгүнки күндә муәййән бир умит нури тәрәпкә йүзләнгән әһвалда турмақта. муролуқ өсмүрләр көз йашлири тохтап, зулмәтлик күнләрни арқида қойидиған, ата анисиз, йетим қалмастин, кәлгүсигә хатириҗәм қәдәм ташлийалийалайдиған шундақла көк йүзидә нурларға толған бир кәлгүсини көрәләйдиған һалға кәлди. 

моро؛ түркий тиллиқ районларда зулумға учриғучиларға охшаш пәләстин, әритрә вә кәшмир қатарлиқ зулум астидики районлар билән тәң күндилик дуаларда әскә елинидиған бир район иди. морони һәммидин бәк салиһ мирза бәй оғлуниң «әркинлик җәңчилири», «муро дастани» намлиқ шиерлири техиму тәсирлик чүшәндүрүп бәргән иди. мана бүгүнки күндә моро мусулманлирини башқичә бир кәлгүси күтүвелиш алдида туриду.

әмди мән 21йанварда моро мусулманлири өткүзгән рефирамдум үстидә тохталмақчимән.

морониң қисқичә тарихи؛

исламниң филиппин араллириға йетип келиши, башқа районларға келишидин вә тарқилишидин пәрқлинип кәтмәйду. муролуқларму мусулман тиҗарәтчиләрниң васитиси билән исламни тонушушқа вә вақитниң өтишигә әгишип кәң көләмдә мусулман болушқа башлиған иди. моро мусулманлири 1500йилиға қәдәр өз һакимийәтлири астида йашиған болуп, моро мусулманлири билән испанийәликләр оттурисидики уруш 1521йили башланған иди. моро мусулманлири әндолос ишғалийитидин кейин уруш филиппинләргичә кеңәйгән әшу мәзгилләрдин бүгүнүгә қәдәр, тәхминән 500 йилдин бойан үзүлмәй давамлишип келиватқан бир тоқунуш дәвригә қәдәм қойди.

1900йиллири филиппинниң җәнубида асаслиқ көп санлиқни игиләйдиған моро мусулманлири, асимилатсийә вә нопус қурулмисини қәстән өзгәртиш түпәйлидин җәнуптики нурғунлиған районларда азсанлиққа айлинип қалған иди. испанийәликләрдин кейин, 20әсирниң оттурилириға қәдәр районни һакимийити астиға алған америка вә униңдин кейин кейинки филиппин һөкүмити йолға қойған сийасәтләр арқилиқ моро мусулманлирини өлүмгә йаки көчүшкә мәҗбурлиған иди.  2016котабото зийаритим җәрйанида йүртлиридин қоғлап чиқирилип, қуруғлуққа йәрлишиши мәний қилинған моро мусулманлириниң қандақларчә дәрйаларниң үстигә қурған тунка кәпиләрдә йашашқа мәҗбур болғанлиқини өз көзүм билән көргән идим.

**** **** *** *** ***

моро мусулманлири 1960йиллири өзлиригә қаритилған йоқитиш сийасәтлиригә қарши тәшкиллик бир һәрикәт башлиди. әслидә охшаш болмиған дәврләрдә һәр хил тәшкилатлар арқилиқ қаршилиқ һәрикәтлирини давамлаштурватқан болуп, ахирида бу күршәләрни асас қилған һалда исламий азадлиқ алдинқи фронти рәһбири саламәт һашим вә униң 2003йилидики вапатидин кейин из басари болған һаҗимурат ибраһим филиппин һөкүмити билән музакириләрни давамлаштурди.

40 йил давамлашқан вә 120 миң кишиниң өлүми шундақла 2 милйон кишиниң көчишигә сәвәб болған ички урушларниң ахирилишиши үчүн филиппин һөкүмити билән моро исламий азадлиқ алдинқи фиронти оттурисида 2012йили бир келишим имзаланди. 2014йилида болса, тинчлиқ басқучини көзитиш үчүн мустәқиллиқ көзәткүчиләр һәйити қурулди. филиппинниң һазирқи пирезиденти дутертә 2014йилидики сайлам сәпәрвәрлики җәрйанида морода бир аптоном район шәкилләндүрүшкә вәдә бәрди.

2019йили 21йанварда өткүзүлгән авазға қойуш паалийитидә моро мусулманлириниң аптономийә һәқ һоқуқиға игә болуши %80 лик аваз билән қобул қилинди. шуниңдин кейин 80 әзаси болған «баңсаморо өткүнчи һөкүмәт мәҗлиси» қурулди. бир парламентниң ролиға игә бу һөкүмәт мәҗлиси 2022йилиға қәдәр баңсаморони идарә қилидиған болди. реферандомниң қобул қилиниши билән районда йиғилидиған баҗниң %75 и йәрлик һөкүмәткә, %25 и мәркизий һөкүмәткә аит болидиған болди.  тәбиий байлиқларниңму %75 и район хәлқигә 25 и мәркизий һөкүмәткә тәвә болидиған болидиған болди. баңсаморо мусулманлири филиппиндин пәрқлиқ һалда районда ислам қануни бойичә һакимийәт системиси қуруп чиқалайду. өз ичидә ислам қанунини иҗра қилалайду. мородики хиристийанлар болса, филиппинниң дөләт қанунлири бойичә ишлирини бир тәрәп қилиду. моро мусулманлири ички ишлирида пүтүнләй мустәқил болиду. ташқи ишлирида вә бихәтәрлик мәсилилиридә филиппин һөкүтигә риайә қилидиған болиду.

 

моро мусулманлириниң еһтийаҗи؛ тинчлиқ басқучиниң қоллап қуввәтлинишидур

 

дунйаниң мәйли қандақла йеридә болушидин қәтий тинчлиқни давамлаштуруш интайин қейин. болуп өткән ишлар тәрәпләр оттурисидики тинчлиқ басқучини һәр даим қайтидин башқа қайтуриветиш хәвпигә игә һесаблиниду. шуңа районда тинчлиқ вә хатириҗәмликни тәләп қилған авам нуқтисидин хәлқара җамаәтчиликниң филиппиндики бу басқучни қоллап қуввәтлиши интайин муһим. филиппин пирезиденти родриго дутертәниң баңсамороға йеқин бир районлуқ икәнлики, балилиқ дәврини мушу районда, моролуқлар билән йеқин мунасивәт ичидә өткүзгән болуши тинчлиқ басқучиға нисбәтән муһим пурсәттур. бу мунасивәт билән тинчлиқ басқучиниң давамлишиши үчүн дутертәниң қоллап қуввәтлиниши вә риғбәтләндүрүлиши зор әһмийәткә игә. бу басқучниң даешниң қоли арқилиқ бузулмаслиқиға қаттиқ диққәт қилиш лазим.

 

инсанспәрврәлик йардәмләр биләнла купа қилмаслиқниң зөрүрлики

 

500 йилдин буйан әркинлик үчүн күрәш қилған, бу йолда еғир бәдәлләрни төлигән бу хәлқниң инсанпәрвәрәлик йардәмләргә еһтийаҗи барлиқида шәк йоқ.  йуқирида тилға алған зийаритим җәрйанида районда 26 хәлқаралиқ тәшкилатларниң барлиқини, ислам дунйасидин пәқәт түркийәниңла «инсан һәқ вә һөррийәтлири, инсанпәрврәлик йардәм җәмийити "İHH"» ниң барлиқини билгән идим. районға қаритилған инсанпәрврәлик йардәмләр чоқум техиму ашурулиши лазим.

буниң билән биргә йәнә, алдинқи мақаламда ейтқанға охшаш[1] моро мусулманлириниң аптономийә басқучида исанпәрликтинму йуқири йардәмгә еһтийаҗи бар. у болсиму узун мәзгилдин буйан өз мәвҗутлуқилирини қоғдаш йолида күрәш қилишқа мәркәзләшкән бир хәлқниң әмдиликтә өз һакимийәтлирини шәкилләндүрүп чиқалиши үчүн һөкүмәт тәҗрибисигә җиддий еһтийаҗи бар. сийасий система, дөләт органлири малийәси, йәрлик һөкүмәтләр, мәркәз бийократийәси, университет маарипи, сот ишлири қатарлиқ саһаләрдә йетишкән инсанлар вә тәҗрибиләргә еһтийаҗи бар. моро мусулманлириниң хата башқуруш вә итқидарсиз кишиләр сәвәбидин 500 йиллиқ күрәшлириниң набут болуп кәтмәслики үчүн пүтүн дунйадин моро мусулманлириға халисанә хизмәт қилишни арзу қилидиған кишиләрниң йәлкисигә еғир мәсулийәтләрниң артилидиғанлиқиа шәк йоқ. 

университетлар вә сәһийә саһәсидә, аптономийә һөкүмитиниң қурулуши вә мәстәһкәмлинишигә еһтийаҗлиқ қанун, орган башқуруш, йәрлик һөкүмәт қатарлиқ саһәләр бойичә факултетлар ечилиши, кәспий толуқ оттура мәктәпләрниң бәрпа қилиниши нурғунлиған мәсилилләрниң һәл қилинишиға иҗабий һәссә қошиду.

 

түркийәниң дунйа тинчлиқиға һәссә қошуши

 

мородики тинчлиқ музакилирини тоғра йүзләндүрүш үчүн түркийәниму өз ичигә алған бир хәлқаралиқ комитет қурулған иди. бу комитет сиртида бир көрәткүчиләр һәйитиму шәкилләндүрүлгән иди.

5 кишидин тәркип тапқан бу һәйәттиму моро мусулманлириниң тәлипигә бинаән түркийә аммиви тәшкилатлиридин бирси орун алди. «инсан һәқ вә һөррийәтлири, инсанпрәврәлик йардәм җәмийити "İHH"» намидин һусәйин оруч әпәнди һәйәт әзаси болди. бу һәйәт тинчлиқ басқучиға алақидар көзитишләрни давамлаштурмақта.

түркийә пуқралири анчә билип кәтмисиму, бирақ тарихий тәҗрибилири, хәлқарадики һөрмити билән дунйа тинчлиқиға әң көп һәссә қошалайдиған дөләтләрдин бирси түркийә һесаблиниду. түркийә қошидиған һәссиләр биваситә дөләт тәрипдинла әмәс, бәлки йәнә худди филиппиндә болғанға охшаш аммивий тәшкилатлар арқилиқму һәмдә униврерситетлар арқилиқму иша ашалайду.

мородики 500 йиллиқ күрәш нәтиҗисидә бүгүн йетип келингән бу нуқта толиму муһим әһмийәткә игә. һәммәйләнни зийанға иттиргән тоқунуш муһитиниң арқида қалдуруп қойулиши, реферандум нәтиҗисиниң моро мусулманлири вә филиппин шундақла пүтүн инсанийәт үчүн хатириҗәмлик елип келиши, моролуқ өсмүрләрниң әтигә техиму ишәнч билән нәзәр салалиши үчүн бу басқучниң давамлишишға һәмимиз тәң һәссә қошушимиз лазим.

йуқирида йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултити башлиқи пироафессор доктор қудрәт булбул тәрипидин тәййарланған «парлақ күнлиригә йүзләнгән моро мусулманлири» темилиқ анализини аңлидиңлар. келәр һәптә қайта көрүшкичә аман болғайсиләр, хәйр хош!

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر