мәвҗутлуқимизниң илаһий хемиртуручи көйүм - шәпқәттур

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җумә хутбилири/ 51 - 2018

1111349
мәвҗутлуқимизниң илаһий хемиртуручи көйүм - шәпқәттур

 

сөйүмлүк пәйғәмбиримизниң қизи һәзрәти зәйнәп рәзийәллаһа әнһаниң балиси еғир кесәл болуп қалған иди. зәйнәп рәзийәллаһа әнһа пәйғәмбәр әләйһиссаламға: «өғлүм өлүш алдида туриду. бизниң йенимизға бир келип кәтсиңиз» дәп хәвәр йоллиди. пәйғәмбәр әләйһиссалам бир гуруппа саһабиләр билән биргә қизиниң өйигә барди. нәврисини қочиқиға елип җан талишиватқанлиқини көргинидә, көзлиридин йашлар тарамлашқа башлиди. саһабиләрдин бирси: «и аллаһниң рәсули! бу көз йеши немә?» дәп сориди. буниңға қарита пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мубарәк еғизидин муну қәлб сөзлири төкүлүшкә башлиди.

«бу көз йеши؛ аллаһ халиған бәндилириниң қәлблиригә салидиған бир рәһмәттур.  аллаһ бәндилири арисида пәқәт көйүм шәқәтлик болғанларғила рәһмитини ата қилиду» (бухари, мәрда, 9һәдис)

әзиз қериндашлар! көйүм - шәпқәт қәлбниң сәзгүрлики вә йумшақлиқидур.  йаритилмиш пүтүн җанлиқларға көйүм шәпқәтлик болуш, пәрзәнт сөйүгүси, ата аниға һөрмәт, муйсипитлар, йоқсуллар, кесәлләр, йетимләр вә игә чақисизларға йардәм қилиш, һәтта өсүмлүк вә һайванларғиму меһрибан болуш қатарлиқ есил хисләрниң һәммиси көйүм шәпқәт туйғусиниң йансимасидур. аллаһ тааланиң «рәһман» дегән исминиң мәзһири һесаблинидиған көйүм шәпқәт, мәвҗутлуқимизниң илаһий хемиртуручидур. мадди вә мәнивий кесәлликләрниң әң үнүмлүк дорисидур. йүрәкләрни қаплап кәткән һәр түрлүк сиқилишларниң чарисиму дәл көйүм шәпқәттә сақланғандур.

әзиз қериндашлар! пәйғәмбәр әләйһиссалам җаһилийәт дәвридики җәмийәткә көйүм шәпқәтни тонутқан, уни турмушниң барлиқ саһалиридә тәтбиқлинидиған һалға кәлтүргән әң есил үлгимиздур. у мөминләргә нисбәтән интайин шәпқәтлик вә меһрибандур (сүрә тәвбә 128айәт)

пәйғәмбәр әләйһиссалам аллаһниң рәһмити билән әтрапидикиләргә даим йумушақ муамилә қилған. (сүрә али имран 159айәт) уларниң көңлини утқан, һеч кишини рәнҗитмигән, җазалиған чағдиму инсап вә адаләтни чиң тутқан, қәтий зулум қилип бақмиған иди. мөминләрниңму өзара һөрмәт қилиши, меһри муһәббәт билән муамилә қилишини тәвсийә қилатти.

әзиз қериндашлар! бүгүнки күндә инсанийәт көйүм шәпқәткә, виҗдан вә һәққанийәткә һәр қандақ дәврдикидин техиму бәк муһтаҗ һалда кәлди. дунйаниң һәр қайси җайлирида сан санақсиз бигунаһ инсанлар рәһимсизликниң айақ астида езилмәктә. зорванлиққа дучар болмақта. бу виҗдансизлиқ вә инстапсизлиқтин пәқәт инсанларла әмәс, башқа барлиқ җанлиқларму несивисини алғанға охшаш кәлгүсимизгиму еғир зийанға учримақта. вәһаләнки аллаһниң рәсули сәллаллаһу әләйһи вәсәлләм барлиқ мәхлуқатларлаға шәпқәт билән муамилә қилишни тәлим берип: «шәпқәт қилған кишигә меһрибан аллаһму шәпқәт қилиду. силәр йәр йүзидики пүтүн мәхлуқатларға сәпқәтлик болуңларки, көктикиләрму силәргә шәпқәтлик болсун» дегән иди. (әбу давуд, әдәб, 58һәдис)

мөһтирәм мусулман қериндашлар! көйүм шәпқәт؛ ата анимизни йалғузлуққа ташлап қоймаслиқ, уларға меһри - муһәббитимизни көрситиш, айаллиримизға нисбәтән кәң қорсақ, күлгүн чарай болуш, көңлини алидиған сөзләрни қилиш, пәрзәнтлиримизгә нисбәтән әпучан, мөтидил вә адил болуштин ибарәттур.

көйүм шәпқәт؛ бир йетим йаки игә - чақисизниң бешини сийлаш, йолда қалғанларға вә йоқсулларға йардәм қилиш, ач вә өйсиз кишиләргә игә чиқип, улар билән лоқмимизни һәмбирһирлишиштур.

көйүм шәпқәт؛ каинатниң тәңпуңлуқини бузмаслиқ, қийамәтниң қопиши көрүнүп турсиму, йәнә земинға көчәт текишни ташлимаслиқ, һазриқидәк қиш күнлиридә ач, сусиз қалған һайванларға бир қап йемәк вә су болсиму қойуп бериш, қисқиси, дунйани пүтүн җанлиқлар үчүн хатириҗәм маканға айландуруштур. 

әзиз қериндашлар! аллаһ йаратқан һәр бир мәвҗутлуқни униң аманити, каинат аилисиниң қиммәтлик әзаси қатарида көришимиз лазим. таш йүрәкликимиз вә рәһимсизликимизни көйүм шәпкәткә айландуришимиз, дәврниң виҗданиға көйүм - шәпқәтни қайтидин сиңдуришимиз лазим.

хутбимизни муну айәт билән ахирлаштурмақчимиз:

даван ешишиниң немиликини қандақ биләттиң? (даван ешиш дегән) қул азад қилмақтур
йаки ачарчилиқ күндә туғқанчилиқи болған йетимгә йаки топида йатқан мискин (йәни һали начар кәмбәғәл) гә тамақ бәрмәктур. шуниң билән биллә (йәни йуқириқиларни қилиш билән биллә) иман ейтқанлардин, өзара сәвр қилишқа тәвсийә қилишқанлардин, өзара мәрһәмәт қилишқа тәвсийә қилишқанлардин болмақтур. (срә бәләд, 12 – 17 – айәтлири)

аллаһ һәммимизни өзара һәқиқий көйүм – һәпқәтлик, меһрибан мөминләрдин қилсун амин!!!

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر