г-20дөләт гуруһи алий рәһбәрләр йиғини вә шаһзадә муһәммәд бин сәлман

тәтқиқатчи җан аҗунниң темиға мунасивәтлик анализи

1102085
г-20дөләт гуруһи алий рәһбәрләр йиғини вә шаһзадә муһәммәд бин сәлман

дунйа рәһбәрлири аргентинада чақирилған г-20дөләт гуруһи алий рәһбәрләр  йиғинида бир йәргә җәм болди,  йиғин даирисидә дунйа рәһбәрлири бир қатар учришишларни елип барди. учришишларда америка билән хитай оттурисидики сода уруши, истанбулдики сәуди әрәбистан консулханисида журналист җәмал қашиқчи (хашоқчи)ниң өлтүрүлүши вә бу җинайәтниң гумандари һесаблинидиған сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман қатарлиқ муһим мәсилиләр музакирә қилинди.

сәуди әрәбистанниң истанбул консулхансиида садир қилинған қашиқчи җинайитидин кейин, түркийәниң алақидар орунлириниң бу җинайәтни мувәппәқийәтлик һалда тәкшүрүп ениқлап чиқиши вә хәлқара җәмийәтниң бесими нәтиҗисидә, сәуди әрәбистан даирилири бу җинайәтни тән елишқа мәҗбур болди. вашингитон почта гезити йазғучиси җәмал қашиқчини өлтүрүш билән әйибләнгән шәхсләр үстидә сәуди әрәбистан әдлийә тармақлириму тәкшүрүш елип беришқа башлиди, лекин  қашиқчини өлтүрүш буйруқини кимниң бәргәнлики тоғрсиида һелиһәм талаш-тартишлар елип берилмақта. сәуди әрәбистан даирилири қашиқчини өлтүрүш буйруқини бәзи әмәлдарларниң хусусий зиддийәт сәвәблик бәргәнликини илгири сүрүп келиватқан болсиму, лекин барлиқ дәлил-испатлар сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлманниң қашиқчи җинайитигә четишлиқ икәнликини көрситип бәрмәктә. униң үстигә америка истихбарат идариси (CİA)ниң қашиқчи җинайитини тәкшүрүш әснасида, бу җинайәтниң пәрдә арқисида муһәммәд бин сәлманниң барлиқини ениқлап чиққанлиқи таратқуларға ашкарилинип кәтти.

йуқирида қәйт қилинғинидәк қашиқчи җинайити тоғрулуқ нурғун тәрәққийат барлиққа кәлгән болсиму, сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман әрәб дөләтлирини зийарәт қилиштин сирт, аргентинада чақирилған г-20 дөләт гуруһи алий рәһбәрләр йиғиниғиму иштрак қилди. әрәб дунйасидики әмир вә падишаһларни зийарәт қилған муһәммәд бин сәлман, демократийә билән башқуруливатқан тунисни зийарәт қилди, бирақ тунис хәлқи муһәммәд бин сәлманниң тунис зийаритигә наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзди, намайиш әснасида муһәммәд бин сәлманниң қашиқчиниң өлтүрүлүшигә буйруқ чүшүргән биринчи номурлуқ гумандар икәнликини мәзмун қилидиған шоарлар товланди.

тунис зийаритидин кейин г-20 дөләт гуруһи алий рәһбәрләр йиғиниға қатнашқан муһәммәд бин сәлман меһманханида турмай, аргентинадики сәуди әрәбистан әлчиханисида қалди. аргентинадики бәзи шәхсләр муһәммәд бин сәлманниң қашиқчи җинайити билән четишлиқи болуш сәвәбидин әдлийә орунлириға әрз қилған болуп,  аргентина сотиму бу әрзнамини қобул  қилғаниди. муһәммәд бин сәлманниң г-20 дөләт гуруһи алий рәһбәрләр йиғини әснасида нурғун дөләт рәһбири билән көрүшмәслики, һәтта рәсимгиму чүшмәслики алаһидә диққәт қозғайду. йиғин әснасида наһайити азла учришиш елип барған муһәммәд бин сәлманни фирансийә пирезиденти макрон мухбирларниң алдидила еғир сөзләр билән тәнқидлиди.  муһәммәд бин сәлман билән русийә пирезиденти виладимир путинниң сәммий вә достанә һалда көрүшүши һәмминиң диққитини тартти.

г-20 дөләт гуруһи алий рәһбәрләр йиғини ахирлашқандин кейин, америкада қашиқчи җинайити вә муһәммәд бин сәлманға мунасивәтлик бәзи муһим өзгиришләр барлиққа кәлди. америка истихбарат идариси бәзи алий палата әзалириға қашиқчи җинайити тоғрулуқ мәхсус вақипландуруш йиғини уйуштурған. таратқуларға йепиқ һаләттә ечилған йиғиндин кейин, мухбирларниң зийаритини қобул қилған алий палата әзаси коркер билән граһам қашиқчи җинайитиниң биринчи номурлуқ җавабкариниң муһәммәд бин сәлман икәнликидин қилчиму гуман қилмайдиғанлиқлирини билдүргән. шундақла түркийә сотиниң муһәммәд бин сәлманниң әң йеқин икки адими тоғрисида тутуш буйруқи чиқириши, нөвәтниң муһәммәд бин сәлманға кәлгәнликиниң аз қалғанлиқини көрситип бериду.

г-20дөләт гуруһи алий рәһбәрләр йиғининиң йәнә бир муһим темиси америка билән хитай оттурисида давамлишип келиватқан сода уруши иди. америка билән хитай оттурисидики содида импорт вә експорт тәңпуңсизлиқиниң болуши америка даирилирини изчил биарам қилип келиватқан болуп, америка пирезиденти доналд трамп мунасивәтлик қанунларға түзитиш киргүзүшниң орниға хитайни җазаландуруш йолини тутти. америка пирезиденти доналд трампниң хитайни җазаландурушни қарар қилишиға қарита, хитай һөкүмитиму америка маллириға ембарго қойушни қарар қилди. нәтиҗидә икки дөләт оттурисида сода уруши партилди, вақитниң өтүшигә әгишип сода уруши техиму кәскинләшти. униң үстигә иқтисади барғанчә зорийиватқан хитай, американиң дунйадики нопузиға тәһдит шәкилләндүрди. болупму нурғун америка ширкитиниң ишләпчиқириш базилирини хитайға йөткиши икки дөләт оттурисидики риқабәтни техму кәскинләштүрүвәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر