түркийәниң йәрлик учқучисиз айропиланлири
түрк җәң сода уйушмиси маарип ишлири ишханиси мудири таркан зәнгинниң темиға мунасивәтлик анализи

түркийә бир тәрәптин мудапиә санаитидә муһим рол ойнайдиған истиратегийәлик мәһсулатлар ишләпчиқирип келиватқан болса, йәнә бир тәрәптин дунйави риқабәттә дөлитимизни күчлүк орунға елип келидиған мудапиә мәһсулатлирини тамамән өз күчигә тайинип туруп ишләпчиқирип кәлгүсигә қарап мәзмут қәдәмләр билән илгирилмәктә. түркийәниң учқучисиз айропиланларни ишләпчиқириш һикайәсиму мәлум җәһәттин сиртқа болған беқиндилқтин қутулуш вә түркийә иқтисадини җанландурушниң һикайәсидур. түркийә земиниға 1990-йилларда киргән тунҗи учқучисиз айропиланлар исраилйәдә йасалған һеронлар билән америкада йасалған гинат қатарлиқларниң моделлиридин тәшкил тапқаниди. гинатниң техиму илғар модели болған пиредатор вә репер намлиқ қораллиқ учқучисиз айропиланларниң 2000-йили түркийәгә сетилишиға америка мәҗлиси рухсәт қилмиди. буниңға қарита, түркийә йәрлик учқучисиз айропилан ишләпчиқиришқа тутуш қилди. күнимиздә түркийәдә анка вә байрактар намлиқ йәрлик учқучсиз айропиланлар ишлитилмәктә.
түркийә мудапиә санаитидә ишләпчиқирилған йәрлик учқучисиз вә қораллиқ учқучисиз айропиланлар түркийәниң бу саһәдә дунйа бойичә алдинқи дөләтләр қатардин орун елишиға түрткә болди.
түркийә нөвәттә миллий вә йәрлик технологийә саһәсидә хизмәт қилалайдиған актип қошунға игә. йашлиримизға пурсәт йаритип берилгәндә зор утуқ қазиналайдиғанлиқиға шаһит боливатимиз. мудапиә санаити узун муддәтлик нишан бекитип сәврчанлиқ билән елип берилған хизмәтләр билән нәтиҗигә еришкили болидиған саһәдур. бүгүн йәрлик учқучисиз вә қораллиқ учқучисиз айропиланларда йеқинқи 10 йилда қолға кәлгән нәтиҗә вә утуқ узун муддәтлик истиратегийәлик нишан бойичә һәрикәт қилишниң нәтиҗисидур.
бу саһәдә зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән байкар гуруһтин сәлчуқ байрактар учқучисиз айропилан ишләпчиқириш мусаписини мундақ байан қилиду: «түркийәниң учқучисиз айропилан һекайәси қол билән башқурулидиған кичик типлиқ учқучисиз айропилан билән башлиди. биз әскәрлиримиз билән бирликтә бу кичик типлиқ учқучисиз айропиланларни һәрбий базиларда синап чиқтуқ. бу учқучисиз айропилан байқиған һәр қандақ нәрсини дәрһал көрүнүшкә елип хәритәләш алаһидиликигә игә. бундақ алаһидилик башқа учқучисиз айропиланда йоқ иди, шундақла қораллиқ учқучисиз айропиланлиримизму өзигә хас алаһидиликкә игә. бу айропиланларға йәнә бир қисим алаһидикләрни африн һәрбий һәрикитидә йолуққан мәсилиләргә асасән қоштуқ.»
байрактар кичик типлиқ учқучисиз айропилан вә байрактар тактик учқучсиз айропилан
2007-йили түркийә армийәсигә тапшуруп берилгән тунҗи йәрлик учқучисиз айропиланни байкар гуруһи йасап чиққаниди. кейинчә тактик учқучисиз айропиланларму лайиһәләп чиққан байкар гуруһи мәһсулатлириниң алаһидиликлирини мундақ байан қилди: «байрактар учқучисиз айропилан системиси өзигә хас алаһидиликкә игә, бу системиниң йумшақ детал, електрон қисмини тамамән биз лайиһәләп чиқтуқ, мәһсулатлиримиз түркийәниң тунҗи кичик типлиқ учқучисиз айропиланидур. һазирғичә 100000қетим учти. бу система начар җуғрапийәлик вә метериологийәлик шараитлар астида ишлитилиду.
узун мусапилик болған тактик учқучисиз айропилан системиси толуқ аптоматик учуш контрол алаһидиликлиригә игә. бизниң бу системимизда запас учуш контрол үскүниси, сингал системилири бар болуп, дунйа бойичә илғар орунда туриду. учуш синақлири 2009-йили өктәбирдә рәсмий һәйәт алдида елип берилди.
һәрбий һәрикәтләрдә үнүмлүк һалда ишлитилмәктә
түркийәниң мәмликәт ичи вә сиртида елип берилған терроризимға зәрбә бериш һәрикәтлиридә учқучисиз айропиланлиримиз наһайити муһим рол ойниди. байрактар т б 2 типлиқ учқучисиз айропиланлар 2015-йилдин буйан һәрбий һәрикәтләрдә ишлитилмәктә. т б 2 типлиқ учқучисиз айропиланлар авазсиз, көрүнмәс вә егиз учуш вә сүзүк көрүнүш елиш қатарлиқ алаһидиликләргә игә. болупму фират қалқини вә зәйтун шехи һәрбий һәрикәтлиридә актип көзитиш, чарлаш вә оқ етиш вәзипилирини толуқ орундап чиқти. байрактар т б 2 типлиқ учқучисиз айропиланлар һазирғичә нурғун террорчини ениқлап бир тәрәп қилиштиму ишлитилди. зәйтун шехи һәрбий һәрикитидә түрк әскәрлиригә тосалғу болған тунеллар вә ғарлар учқучисиз айропиланлар тәрипидин ениқланди. қораллиқ учқучисиз айропиланлар түрткисидә нурғун террорчи бир тәрәп қилинди.
учқучисиз вә қораллиқ учқучисиз айропиланларниң функсийәсини техиму ашуридиған йеңи технологийәләр ишләпчиқирилмақта. байкар гуруһи көчмә тарқитиш пирогрммиси болған «тузгун»ни лайиһәп чиқти. бу пирограмма тунҗи қетим «әфәс 2018»намлиқ һәрбий маневирда ишлитилди. кузгун арқилиқ учқучисиз айропиланлардин кәлгән көрүнүшләрни көчмән үскүниләр билән көргили болиду. һәрбий базиларда көргили болидиған йәрлик учқучисиз вә қораллиқ учқучисиз айропиланларниң көрүнүшлири кузгун арқилиқ районда актип вәзипә өтәйдиған һәрбий қошундики көчмә үскүниләргә қачилиниду. бундақ болғанда райондики әскәрләргә дәл вақтида көрүнүшләр берилип террорчиларға қақшатқуч зәрбә бәргили болиду. түркийә мудапиә санаитидә тез сүрәтлик тикучар ишләпчиқиршни нишан қилмақта. қисқа вақит ичидә учқучисиз айропиланлар саһәсидә зор утуқларни қолға кәлтүргән түркийә, йеңи нишанлириға йетәләйдиған күчкә игә.