түркийәниң йардәм паалийәтлири вә мусапирлар сийасити

җан аҗунниң темиға мунасивәтлик анализи

1017028
түркийәниң йардәм паалийәтлири вә мусапирлар сийасити

түркийә хәлқарада йардәм паалийәтлири вә мусапирлар сийасити җәһәттин дунйада биринчи орунда туриду, бу пүткүл инсанийәткә ибрәтлик характерлик савақтур. түркийә хәлқарда муһтаҗларға әң көп йардәм хизмәтлири елип бериватқан дөләт болуш сүпити билән, инсанниң иззитигә һөрмәт  қилишниң, өзгиләр билән һәмбәһрилишишниң вә йардәмлишишниң қандақ болуши керәкликини пүткүл дунйа көрситип қойди. түркийәниң инсанни мәркәз қилған ташқий сийасити инсан һәқлири дегән муқәддәс шоарниң кәйнигә йошурунивалған дөләтләрдин пәрқлиқ һалда, әмәлий җәһәттә инсанға инсан болғанлиқи үчүн иззитини қилишниң қандақ болидиғанлиқини испатлап бәрди. түркийәниң йәнә нурғун мусапир вә көчмәнгә саһибханлиқ қилишиму түркийәниң ички вә ташқий сийаситиниң инсанни мәркәз қилидиғанлиқини намайән қилип бериду.

2018-йиллиқ дунйа йардәм паалийәтлири доклатиға қариғанда, түркийә бултур дунйа бойичә инсаний йардәм паалийәтлири җәһәттин биринчи болған. дунйадики әң сехи дөләт бекитилгән түркийә дөләт омумий ишләпчиқириш қиммитиниң %0.82гә тоғра келидиған расхотни хәлқара йардәм паалийәтлиригә аҗратмақта. дөләт омумий ишләпчиқириш қиммити нәзәргә елинғинида, түркийәдин қалса әң көп йардәм паалийәтлири билән шуғуллиниватқан дөләтләр қатарида норвегийә вә лийуксемпбургму бар.

әнглийәдики тәрәққийат тәшкилатиниң доклатиға асасланғанда, түркийә бултур  йардәм паалийәтлири үчүн 8 милйард 700 милйон доллар аҗратқан болуп, өзгиләргә йардәм қилиш җәһәттә дунйа бойичә биринчи болған. түркийәниң кәйнидин америка келидиған болуп, америка йардәм паалийәтлиригә 6 милйард 800 милйон доллар сәрп қилған, америкиниң йардәм паалийәтлиригә сәрп қилған чиқимини дөләт омумий ишләпчиқириш қиммитигә селиштурғанда аран %0.04 игиләйдикән, германийәму йардәм паалийәтлиригә 2 милйард 520 милйон доллар сәрп қилип дунйа бойичә үчинчи болған. 

түркийәниң хәлқарада йардәм паалийәтлири җәһәттин башқа дөләтләргә селиштурғанда көринәрлик дәриҗидә алдида болуши, түркийәниң инсанға қанчилик әһмийәт беридиғанлиқини намайән қилип бериду. инсан һәқлири вә демократийәни изчил йақлап келиватқан дөләтләрниң йардәм паалийәтлири җәһәттә түркийәдин көп арқида болуши, бу дөләтләрниң өзлири йақлиған идийәләргә тутқан позитсийәсини көрситип бериш нуқтисидин бизни муһим йип училар билән тәминләйду. түркийәниң йардәм паалийәтлири җәһәттә алдинқи орунда болуши йәнә түркийәниң инсан һәқлиригә еғизда әмәс әмәлий җәһәттә әһмийәт беридиғанлиқини испатлап бериду.

түркийә йардәм паалийәтлиридин сирт дунйа бойичә әң көп мусапир вә көчмәнгә саһибханлиқ қиливатқан дөләттур. 3 милйон  500 миң мусапирға саһибханлиқ қиливатқан түркийә инсаний вә виҗдани җәһәттики бурчини ада қилиш җәһәттинму дунйаға үлгә болмақта. түркийә нурғун дөләтләрниң әксичә түркийәдин панаһлиқ тилигән инсанларға игә чиқмақта, бу түркийәниң инсанға қанчилик әһмийәт беридиғанлиқини көрситип бериду.

нөвәттә дунйа миқийасида ирқчилиқ әвҗигә чиқиватқан, мусапирларға қаттиқ қоллуқ сийасити йолға қойуливатқан вә мусапирлар ақ деңизда суға ғәрқ боливатқан бир мәзгилдә, түркийәниң мусапирларға қаратқан сийасити һәқиқәтән тәқдирләшкә әрзийду. түркийәдә нурғун мусапир вә көчмән йашиватқан болсиму түркийәниң вәзийитиниң муқим болуп ирқчилиқниң баш көтүрмәслики дунйадики мусапирларға тутуливатқан позитсийә вә сийасәтниң риаллиқ вә һәқиқәтни әкс әттүрүп берәлмәйдиғанлиқини испат қилип бериду. йавропа иттипақи вә америкидики мусапирлар киризисиниң әслидә ирқчилиқ вә чәт әллик дүшмәнлик киризиси икәнликини көрситип бериду.

мәсилән, германийәдики бирләшмә һөкүмәттә қериндаш партийәләр сүпитидә сайламға бирликтә киргән хиристийан демократчилар партийәси билән хиристийан сотсийалистлар партийәси арисида келип чиққан киризис дәл хиристийан сотсийалистлар партийәсиниң мусапир вә көчмәнләргә тутқан қаттиқ сийасити сәвәб болди. 550 милйондин артуқ нопуси болған йавропа иттипақи дөләтлиригә түркийәдики мусапирлар саниниң үчтә бириниң келиши йавропа иттипақи миқийасида еғир киризис пәйда қилди. бу әһвал йавропа иттипақи дөләтлириниң һәмкарлиқ мунасивитигә хәвп шәкилләндүрди. йавропа иттипақи дөләтлиридә ашқун милләтчи партийәләрни қоллайдиған хаһиш күчийип кетиватқан болуп, нурғун дөләттә биринчи йаки үчинчи күчлүк партийә сәвийәсигә кәлмәктә.

түркийәдә йавропа иттипақи дөләтлиригә селиштурғанда мусапир сани 3 һәссә көп болсиму мусапирлар киризиси йүз бәрмиди. йиғинчақлап ейтқанда, түркийәдики мусапирларға қаритилған сийасәт вә позитсийәниң асасини җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғаниң ирадиси шәкилләндүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر