һазирқи дунйа түзүминиң қурбани: араканлиқ мусулманлар

тәтқиқатчи әрдал шимшәкниң темиға мунасивәтлик анализи

809394
һазирқи дунйа түзүминиң қурбани: араканлиқ мусулманлар

бир нәччә айдин буйан бир аз санлиқлар топи өзи тәвә болған һакимийәт тәрипидин системилиқ һалда қәтл қилинмақта, йурт-маканлири вәйран қилинип өйлири көйдүрүлмәктә, булар йәтмигәндәк бу кишиләр қери-йаш, чоң-кичик, әр-айал дейилмәстин қирғин қилинмақта йаки чоң пичақлар билән вуҗудлири парчиланмақта, пәрзәнтлири вә йашанғанлири дәрйаларға ташлинип ғәрқ болмақта. бу вәһшийанә қилмишларни садир қилған болса бир дөләт вә бу дөләт қоллиған милләтчи буддист раһиб, әскәр вә пуқрадур.

қәтл қилинғанлар роһиңйалиқлар әмәс бәлки инсанийәтниң дәл өзидур, б д т қатарлиқ барлиқ хәлқаралиқ органлар бу чидиғусиз зулумға сүкүт қилди, һәтта роһиңйалиқлар мусулман болушниң әксичә, нурғун мусулман дөләт җим турувалди, бирақ бир зат бундақ қилмиди, у болсиму түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған болуп, у  бу  вәһшийанә зулумға қаттиқ наразилиқ билдүрүп, буни хәлқараниң күнтәртипигә елип кәлди.

исан һәқлиридила әмәс муһит вә һайван һәқлири мәсилсиигиму сәзгүр муамилә қилип келиватқан йавропа иттипақи  вә ғәрб дөләтлири немишқидур роһиңйалиқлар дучар боливатқан зулумға сүкүт қилди. йавропа вә ғәрбниң барлиқ мәниви қиммәт қарашлири тәхминән 35 йилдин буйан йәнә өзлири  тәрипидин қәтл қилинди, әпсус ғәрбниң қоли мәниви байлиқ җәһәттин қуруқдилип қалди. ғәрб болупму йавропа иттипақи «инсан һәқлири, демократийә»дегән шоарни көккә көтүрүп чиқиса, һәммә адәм бу шоарниң кәйнидә чоқум иқтисадий мәнпәәт йатидиғанлиқини билип болди, бу аччиқ һәқиқәтни виҗдани техиму өлмигән ғәрбликләрму обдан билиду, ғәрб өз мәниви байлиқ вә қиммәт қарашлирини өз қоли билән набут қиливәткән мәдәнийәт игилири сүпитидә тарих бәтлиригә хатирилиниду. қариғанда биз бу тирагедийәгә шаһит болидиғандәк туримиз.

ғәрб дунйаси чәрәк әсир илгири йавропаниң киндикидики боснийә-гиретсиговенада мәйданға кәлгән ирқий қирғинчилиққа көз йумуп өзиниң өлүм пәрманини өзи имзалиғаниди, кейинчә либерийәдә йүз бәргән ички урушқа тутулған позитсийәму охшаш болди. ирақ билән афғанистанниң йоқилаң баһаниләр билән ишғал қилинивелишиму  дунйаниң ғәрб дунйасиға билән ишәнчисини техиму суслаштурувәтти, әрәб баһариға тутулған позитсийә болса ахирқи үмидләрниму хоритивәтти.

ғәрб әллириниң демократик усул билән һакимийәт бешиға кәлгән муһәммәд мурсиниң ағдуруветилишидиму мурсини әмәс һәрбий-сийасий өзгириш қозғиған абдул фәттаһ сисини қоллиши, мениңчә ғәрб қиммәт қарашлириниң ахирқи тиниқиниңму түгигәнликини көрситип бериду.  буниңдин башқа, ғәрбниң түркийәдиму демократик усуллар билән җумһур рәисликигә сайланған рәҗәп таййип әрдоғанни ағдуруветишкә урунғучиларғиму қучақ ечишиму ғәрбниң икки йүзлүмичиликини көрситип беридиған ахирқи һадисә иди. түркийәдә һәрбий-сийасий өзгириш қозғимақчи болған әскәрләр йүзләрчә кишини қәтл қилип, миңларчә кишини йариландурған болсиму, ғәрб дунйаси бу террорчиларға қучақ ечип һәммисигә дегүдәк сийасий панаһлиқ бәрди. нөвәттә болса ғәрб дунйасиниң аракандики вәһшийанә зулумларға сүкүт қилишигә хапа болмисақму болиду, чүнки һәммә адәм демократийә, баравәрлик, инсан һәқлири вә әхлаққа охшаш уқумлардин ғәрбниң пәқәт мәнпәәтигә тоғра кәлсә көккә көтүридиған болмиса бир чәткә қайрип қойдиған уқумлар икәнликини йахши билип кәтти, әслидә араканда йүз бәргән һадисиләр сүрийә, ирақ вә ливийәдики вакаләт урушидин қилчә пәрқсиз, ғәрб дунйасидики әң қудрәтлик һәрбий вә иқтисадий күчләр хитайниң иқтисадий җәһәттин гүллинип кетишини, шундақла йеңи йипәк йоли истиратегийәсиниң әмәлгә ешишини халимайду.

дунйа деңиз содисиниң йеримидин көпрәки малакав боғузи болмай туруп ақмайду, малакав боғузи болған районда болса дәл хитайға тутушидиған нефит вә тәбиий газ линийәлири мәвҗут, хитайға нисбәтән толиму муһим болған бу енергийә линийәсиниң хәтәр астиға кирип қелиши хитай иқтисадиға зор тәсир көрситидиғанлиқи турғанла гәп.

бу линийәләр дәл аракандин өтиду, бирма дөлити мустәқиллиққә еришкәндин тартип һазирғичә роһиңйалиқ мусулманларға еғир бесим вә зулумларни селип кәлмәктә. кишини ечиндүрдиғини шуки, 2010-йилдин буйан бу бесим ирқий қирғинчилиқичә берип йәтти. зоравнлиқ зораванлиқни кәлтүрүп чиқарди вә туйуқсизла ачарчилиқ гирдабида йашаватқан роһиңйада толиму илғар вә қиммәт баһалиқ қораллар билән қоралланған бир тәшкилат пәйда болуп қалди, бу тәшкилат дәсләп роһиңйалиқ мусулманларниң һәқлири үчүн күрәш қилидиғанлиқини тәшвиқ қилип  йүрди,бирақ елип барған һәр бир һәрикити роһиңйалиқниң чәккән азабини йиниклитиш уйаққа турсун техиму еғирлаштурувәтти.

хитайниң муһим енергийә линийәлири вә деңиз содисиниң %80гичә болған қисминиң макалав боғузи арқилиқ елип берилиши хитайни тәһдит сүпитидә көридиған чоң күчләрни йеңи чариләрни типишқа иттирди.  афғанистан билән ираққа аталмиш қирғучи қоралларни тазилаш үчүн бесип киргәнләрниң ғәризиниң башқа икәнлики узун өтмәйла ашкариланди. бу ишлар болғандин кейинму ғәрб әскәрлириниң һеләм бу дөләтләрдә немә үчүн туридиғанлиқлирини мәсилә сүптидә тилға елип баққан ғәрб зийалилириниң болмаслиқиму сизни ойландурмамду?

1991-йилдин буйан ғәрбниң оттура шәрқтә қозғиған вакаләт уруши толиму әпсуски асийағиму кеңәйди, мән бирма дөлитиниң дәрһал һошини тепип бу хәтәрниң алдини елишини арзу қилимән, роһиңйалиқ мусулманлар ирқий қирғинчилиққа дучар қилинип районниң бихәтәрлик, етник вә сийасий хәритисини өзгәртиш үчүн һәрикәт қилиниватиду. бу һадисиләр ноқул роһиңйалиқ мусулманлар биләнла чәклинип қалидиғандәк әмәс, дунйаниң бу хәтәрлик вакаләт урушиға вастә қилинмаслиқини арзу қилимән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر