даеш тармар қилғили болмайдиған зор күчму?

түркийә җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калин даешниң мәғлуп қилғили болмайдиған күч әмәсликини билдүрди.

598749
даеш тармар қилғили болмайдиған зор күчму?

даеш сийасий пурсәтпәрәслик, етник-мәзһәп һакимийити вә вәкаләт урушлири сәвәб болған   хаталиқлар вәҗидин  йеқинлар йилларда алаһидә көзгә чеқилип, хәлқараниң қизиқ нуқтилиридин биригә айлинип қалди, шуңа йеқин өтмүштә өткүзүлгән хаталиқлардин халий болған йаки сақланған тәқдирдә даешни мәғлуб қилғили болиду, йәни хаталиқтин сақлиниш даешни тармар қилишниң ачқучидур.

даеш бир нәччә айдин бери сүрийә вә ирақта чаңгилиға еливалған земинлардин чекинмәктә. даеш дабиқниң қолдин кетиши вә мусул һәрбий һәрикитиниң башлиниши сәвәбидин еғир бесим астида турмақта, буниңға қарап, даешни мәғлуб қилиш асандәк туйулуши мумкин, бирақ бу мәсилиниң  бир қисми халас. даеш вә униң азғун идеологийәсини битчит қилиш үчүн башқа үнүмлүк тәбирләрниму елиш зөрүр. һәммидин муһими, даешниң баш көтүрүшигә вә күчийишигә сәвәб болған амиллар униң қайтидин баш көтүрүшигә һәр вақит сәвәб болуп қелиши мумкин.

даеш 2003-йили ирақниң қирғучи қоралларға игә икәнликигә мунасивәтлик йалған қараш сәвәбидин америкиниң ирақни ишғал қиливелишидин кейин оттуриға чиқип,  малики һакимийитиниң мәзһәпчи сийасити вәҗидин күчийип кәтти. хәлқара җәмийәтниң сүрийә хәлқини әсәд һакимийитиниң вәһшийләрчә һуҗумлиридин қоғдашта аҗиз қелишиму даешниң техиму хәтәрлик террорлуқ тәшкилатиға айлинип кетишигә пурсәт йаритип бәрди. өлүм вә вәйранчилиқни асас қилип азғун идеологийәни дәстур қилған бу тәшкилат,инсанларниң мәһрумлуқ, зулум, адаләтсизлик вә бесим  һессийатини сүйистемал қилди. дунйа күчлири вә райондики күчләр ирақ вә сүрийәдә әһмийәтсиз вә наһайити еғир бәдәл кәткән вакаләт урушлирини қиливатқан бир пәйтә, даеш худдий йеңилмәс вә қудрәтлик күчтәк образға игә боливалди. 

даешқа охшаш террорлуқ тәшкилатлирини биз арзу қилған тәриқидә  йоқ қилғили  болмайду. буниңға охшаш гуруһларниң вируслирини пассип һалға кәлтүрүш үчүн зор күрәш, өз-ара һәмкарлиқ вә қәтий ирадә шәрт.  йеқинқи мәзгилләрдә җәраблус, азиз, мәнҗич вә дабиқ қатарлиқ районларниң қайтурувелиниши даешниң йәңгили болмайдиған күч әмәсликиниң рошән испатидур. ирақ армийәси башламчилиқ қилған, пәшмәргә күчлири вә хәлқара иттипақдаш қисимлири қатнашқан вә түркийәму қоллап келиватқан мусул һәрбий һәрикитидә даешниң еғир мәғлубийәткә учрайдиғанлиқи пәрәз қилинмақта. бирақ мусулда бирәр хаталиқ йүз берип қалса даешни аҗизлаштуруш уйақту турсун техиму  күчлүк һалға келиши мумкин. буниң сәвәби даешниң дәсләп пәйда болушини кәлтүрүп чиқарған шәрт-шараитларниң һелиһәм күчлүк һалда мәвҗут болуп турушидур. терроризимға қарши күрәшләрдә һәмкарлиқниң аҗизлиқи, әсәд һакимийитиниң қәтлиам қилмишлириниң давамлишиши, мәзһәпчи сийасәтләр,ғәйри дөләт күчлириниң җинайий қилмишлири вә башқа нурғун сәвәбләр даешқа нсибәтән тепилғусиз пурсәтләр һесаблиниду. шуни әскәртип қойуш зөрүрки, даеш мусулманларға қарши ирқчилиқ қилидиған вә ислам әндишәсини пәш қилидиғанларниң қолидики үнүмлүк қорал болуп, улар даеш тәһдитини  көккә көтүрүп даешни йәңгили болмайдиған вә һәр макан вә һәр вақитта пәйда болидиған мусбәткә сәвәб  көрситиш арқилиқ ғәрб җәмийәтлириниң вәһиймилирини сүйистемал қилмақта. 

зораванлиқ асас қилинған радикаллиқ һасисиси йәр шари характерлик бир мәсилә болуп, буниң нурғун сәвәблири бар. бу дини, лайик (дин-дөләт мунасивити айриветилгән) йаки милләтчилик чүшәнчилири билән озуқландурулиду. бу йәнә инсанлар адаләтсизлик вә бесим сүпитидә чүшинидиған вә буниңға инкас қайтуридиған иҗтимаий вә сийасий шараитларғиму четишлиқ. урушлар, сийасий, иқтисадий вә иҗтимаий бөһранлар, ички тоқунушлар, қәбилә дүшмәнлики, аҗиз дөләт вә башқа бир қатар амиллар зораванлиқни қорал қилған радикаллиқларниң баш көтүрүп омумлишишида муһим рол ойнайду. зораванлиқни асас қилған радикаллиқниң пәйда болушида нурғун сәвәб бар болуп, биз буларниң сәвәбини чүшиниш вә һәр җәһәттин тосалғу болуш үчүн әтраплиқ һәл қилиш чариси тепиш керәк.

чарә тепиш үчүн алди билән икки сәвийәдә һәрикәт қилиниши лазим: чүшәнчә сәвийәси вә  риал һәқиқәтләр сәвийәси. идийә җәһәттин зораванлиқ қойуқ болған ашунлуқ йаки радикаллиқ даеш, п к к, әтаға охшаш террорлуқ тәшкилатлири вә бирмадики мусулманға қарши болған буддитс милләтчиләрни қозғатқучи күчтур. шуңа бу хилдики күчләр билән уруш қилиш үчүн идийә җәһәттин күрәш қилиш толиму зөрүр болуп, бу нуқтида террор методлирини мудапиә қилиш урунушлириға  өзгичә вә ишәнчилик мәнбәләргә тайинип туруп рәддийә қайтуруш керәк. даеш мәсилисидә мусулман алимлар билән нопузлуқ дини рәһбәрләр даешниң ашқун (радикал) идеологийәсини тамамән чиритип ташлап, мәнтиқ йәни логикилириниң пүтүнләй хата икәнликини толуқ йоритип бәрди. бу тиришчанлиқларниң әң типик мисали, нопузлуқ мусулман алим вә академикларниң көп қисминиң 2014-йили әбу бәкир әл-бағдадиға йазған хетидур. йәнә нурғун алим вә аммиви тәшкилат рәһбәрлири даешниң ашқун идеологийәсини йақилап қоғдаш үчүн қилған биһудә урунушлириға қаттиқ рәддийә беришти.

лекин даешниң метод җәһәттики асасини рәт қилиш билән иш түгимәйду, йәни буниңлиқ билән чәклинип қелишқа болмайду. уларниң исламниң асаслиқ идийәсини йаки нигизини қандақларчә бурмилиғанлиқлири вә нәзәрдин сақит қилғанлиқлири чоқум  йоритип берилиши керәк. әслидә даешниң идеологийәси вә тәдбиқатлири дунйа миқйасидики 1 милйард 700 милйон мусулманниң етиқади вә турмуш шәклигә пүтүнләй зиттур. бирақ бир қисим ашқунлар һелиһәм вәһший қилмишлирини тоғриға чиқириш үчүн динни сүйистемал қилмақта, шуңа бу һәргизму исламий йаки исламниң мәсилиси әмәс. мусәвилик, хиристийанлиқ, буддизим вә башқа етиқадларму буниңға охшаш  ашқун еқимларға дучар болған. баруч голдистейин андерс биревиккичә нурғун адәм дин, дөләт йаки идеологийәлирини йақлаш үчүн террорлуқ қилмишлири садир қилишқан.

бу йәрдики асаслиқ мәсилә мәлун залимлар билән залим болмай турупму уруш қилиштур. йеқинқи йиллардики бир қатар хата сийасәтләрниң нәтиҗисидә даешниң залимларға айлинип кетишигә йол қойулди. мәлумки, 24-авғустта башлиған түркийәниң фират қалқини һәрбий һәрикити даешқа қарши йоллуқ уруш қилишниң қанунлуқ һесаблинидиған өктичи күчләр билән уларни сийасий, һәрбий вә идийә қатарлиқ җәһәтләрдин қоллаш билән мумкин болидиғанлиқини толуқ намайән қилип бәрди. әтирапимиздики риаллиқлар даеш вә буниңға охшашларни мәғлуп қилишниң тамамән мумкин болидиғанлиқини көрситип бәрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر