намазниң мәниси вә әһмийити

ислам әнәнисидә, намаз мусулманларниң мираҗи, йәни улуғ аллаһқа йеқинлишишниң йоли, униң весалиға йетишниң вәсилиси сүпитидә қобул қилиниду. бу сәвәбтин, намаз әң муһим ибадәт дәп қарилиду.

545557
намазниң мәниси вә әһмийити

түркийә авази радийоси: дуа, ибадәт, әпу тиләш вә йалвуруш мәнисигә игә болған намаз, әрәбчидә «салат» дейилиду. дуа охшаш вақитта йәнә, аллаһниң улуғлуқи алдида игилмәк, қуллуқ қилиш вә сөз җәһәттин «риштә» дегәндәк мәниләрни билдүриду. ислам әнәнисидә, намаз мусулманларниң мираҗи, йәни улуғ аллаһқа йеқинлишишниң йоли, униң весалиға йетишниң вәсилиси сүпитидә қобул қилиниду. бу сәвәбтин, намаз әң муһим ибадәт дәп қарилиду. мусулман киши намазға турғанда аллаһниң һузурида туруш вә униңға қуллуқ қилип мураҗиәт қилишниң мәниви хушаллиқини йашайду. дунйаниң барлиқ арзу – һәвәслири вә чүшәнчилиридин йирақлишип, роһи йүкселиду. бу сәвәбтин, намаз барлиқ пәйғәмбәрләрниң аллаһқа йүзлинишидики әң конкрет көрсәткүчи һесаблиниду.

қуран кәримдики нурғунлиған айәтләрдә, намазниң «иқамә» қилип турулғандин кейин, һәр бир бөлүмлирини чин ихлас билән ақсатмастин ада қилиш алаһидә тәкитлиниду. шуңа, намаз мусулман кишиниң муһим иш сүпитидә ада қилиши керәк болған вәзиписидур. қуранда йәнә, һәқиқий мөминләрниң алаһидиликлири рәткә тизилғанда, мундақ дейилиду:

«(шундақ мөминләрки) улар намазлирида (аллаһниң улуғлуқидин сүр бесип кәткәнликтин) әйминип турғучилардур[1].», «улар намазлирини (вақтида тәдил әркан билән) ада қилғучилардур[2].», «пәқәт (төвәндикиләр буниңдин) мустәсна: улар намазға һәмишә риайә қилғучилардур[3]

қуранда йәнә, намазни муһим қатарда һесаблимайдиған вә уни көрситиш үчүн оқуйдиғанларниң сүпәтлириму мундақ байан қилиниду:

«шундақ намаз оқуғучиларға вайки, улар намазни ғәпләт билән оқуйду, намазни рийа билән оқуйду[4]

пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссалам намазни «динниң түврүки» дәп тәрипләйду[5]. намирини тәдил әркан билән оқуйдиған пәйғәмбәр әләйһиссаламниң, намазға турғанда дунйа билән видалишип, ахирәт алимигә чөкүп кәткәндәк һалға келидиғанлиқи қәйт қилиниду[6]. шуңа, униңға охшаш намаз оқушқа тиришқан мусулман кишиниң, бәдини, зеһни вә қәлби тәң һәрикәт қилиду. бәдән сайисидә намазниң қийам, руку, сәҗдә вә қираәт қатарлиқ шәртлири әмәлгә ашурулиду. зеһин қиливатқан дуаларни чүшинишкә вә мәнисини билишкә йардәм қилиду. қәлб болса, бу җәрйанда һөрмәт вә мәсулийәт туйғулири билән толиду. бәдәнниң башқа әзалириму ибадәтниң әң йахши шәкилдә вә сүкүт ичидә ахирлишиши үчүн керәклик ролларни ойнайду. демисиму, намазни «аллаһ көрүп туруватиду» дегән аң билән ада қилиш керәк. қийам – аллаһниң һузурида турушни؛ руку – пәқәт униңғила игилишни؛ сәҗдә – бәндиниң аллаһқа әң йеқин болған һалиға символ қилиниду. бу сәвәбтин, намаз барлиқ ибадәт шәкиллирини өз ичигә алиду, дәп қарилиду.

намазниң тәдил әркан билән ада болуши үчүн, оқулған намазниң аллаһ ризасиға еришиштин башқа һәрқандақ чүшәнчә вә арзулардин йирақ болуши шәрт. сөйүмлүк пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссалам намаз оқуғанда, әң ахирқи вида намизини оқуватқанға охшаш оқушни тәкитлигән.

әзраилниң арқисида сақлап турғинини вә намизини оқуп болғандин кейин җанини алидиғанлиқини билгән бир мусулман кишиниң, намизини чин ихлас билән оқуйдиғанлиқидин һечким гуманланмайду. буниң үчүн пәйғәмбиримиз һәрдаим намазни «вида намази» ға охшаш оқушни тәвсийә қилған.

еһсан еңи билән оқулған намаз, көңүлгә мәсулийәт туйғулирини орнитип, кишини йаман һес – туйғу, чүшәнчиләрдин, сәлбий иш – һәрикәтләрдин вә йаманлиқлардин йирақлаштуриду. шундақла иш-һәрикәтлирини контрол қилип, йаманлиқ қилиштин тосиду. бир күнниң муәййән вақитлирида аллаһниң һузурида туридиғанлиқини ойлайдиған бәндә, униң ризасиға уйғун һалда һәрикәт қилишқа ғәйрәт қилиду. улуғ аллаһ сүрә әнкәбутниң 45 – айитидә бу һәқтә: «(и муһәммәд!) саңа вәһий қилинған китабни (йәни қуранни) тилавәт қилғин, намазни (тәдил әркан билән) оқуғин, намаз һәқиқәтән қәбиһ ишлардин вә гунаһлардин тосиду, аллаһни йад етиш һәммидин (йәни униңдин башқа һәммә ибадәттин) улуғдур, аллаһ қиливатқан (һәммә) ишиңларни билип туриду» дәйду.

намаз кишиниң маддий вә мәниви җәһәттин паклинишиға вәсилә болиду. чүнки намаз оқуш үчүн, намаз оқулидиған җай, кишиниң кийим – кечәклири вә бәдининиң пакизә болуши؛ таһарәт елиши вәйаки керәк болғанда ғусул қилиши керәк. намаз кишиниң роһиниму һәрхил мәниви кирләрдин паклайду. пәйғәмбәр әләйһиссалам һәркүни ада қилинидиған бәш вақит намазни, бир кишиниң ишики алдида ақидиған өстәңдә бәш қетим йуйунушқа охшитиду[7]. йәнә бир һәдистә намазниң кишини паклайдиғанлиқи мундақ ипадә қилиниду:

«бир мусулман вақти кәлгәндә таһаритини мукәммәл елип, өзини аллаһқа тапшуруп, руку вә сәҗдә қилип, пәрз намизини ада қилғанда – чоң гунаһ өткүзмигичә – бу униң бурун өткүзгән гунаһлириға кәфарәт болиду[8]

намазни вақтида, үзүп қоймай оқуш, мусулман кишиниң тәртиплик вә интизамчан йашишини капаләткә игә қилиду. намаз йәнә, мусулманларниң дунйалиқ мәшғулатлириға, қисқа вақит дәм елиш берип, аллаһқа йүзләндүриду вә роһий җәһәттин хатирҗәмлккә игә қилиду. улуғ аллаһ сүрә бәқәрәниң 153 – айитидә: «и мөминләр! сәвр арқилиқ вә намаз арқилиқ йардәм тиләңлар. аллаһ һәқиқәтән сәвр қилғучилар билән биллидур» дәйду. бу айәт, намазниң қийинчилиқларға қарши чидамчанлиқни намайан қилидиған ролидин бешарәт бериду.

намазни җамаәт билән биллә оқуш алаһидә тәвсийә қилиниду. буниңда савабиниң көп болидиғанлиқи тәкитлиниду. җамаәт билән намаз оқуғанда, җәмийәтниң һәммә қатламлиридики кишиләр йанму йан вә мөрини мөригә тәгкүзүп сәптә туриду. намаз сайисидә бир сәптә йанму йан турған кишиләр арисида бир – бири билән һәмкарлишиш вә қериндашлиқ туйғулири күчийиду. җамаәт арисидики бу хил мәниви йеқинлишиш, маддий җәһәттин өзара йардәмлишиш вә зич һәмкарлишишни асас билән тәминләйду. җүмә вә һейт намазлирида техиму көп җамаәт топи шәкиллиниду. буниң билән, җамә – мәсчитләр иҗтимаий һәмкарлиқ вә өзара тонушуш маканлириға айлиниду.      

 

[1]  23 - сүрә мөминун 2 - айәт

[2]23 – сүрә мөминун 9 - айәт

[3]70 – сүрә маариҗ 22 – 23 - айәтләр

[4]107 – сүрә маун 4 – 6 - айәтләр

[5]тирмизи, иман 8 - бәт

[6]ибин маҗә зуһид 15 - бәт

[7]бухари, мәвакит 6 – бәт؛ муслим, мәсаҗид 282 - бәт

[8]муслим, таһарәт 7 - бәт



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر