исламда ибадәтниң мәниси вә һекмәтлири

ибадәт савап болған вә аллаһқа йеқинлишиш көзләнгән аңлиқ һәрикәтләрдин ибарәт болуп, инсанларни аллаһниң дәргаһида мәртивисини үстүн қилидиған һадисә вә аңдур.

529897
исламда ибадәтниң мәниси вә һекмәтлири

түркийә авази радийоси: ибадәт улуғ аллаһни улуғлаш үчүн қилинған сөз вә һәрикәтләрниң йиғиндиси һесаблиниду. ибадәт савап болған вә аллаһқа йеқинлишиш көзләнгән аңлиқ һәрикәтләрдин ибарәт болуп, инсанларни аллаһниң дәргаһида мәртивисини үстүн қилидиған һадисә вә аңдур. мундақчә ейтқанда, бәндиниң өз һалини бивастә аллаһқа билдүрәләйдиған вастә. балағәткә йәткән һәр бир мусулманниң ибадәт қилиш мәҗбурийити бар. бир әмәлниң ибадәт һесаблиниши үчүн исламға уйғун болуши, ибадәт нийити билән қилиниши, қилған киши мөмин вә ихласи болуши керәк. иман ибадәт билән күндилик турмушта әкс етиду вә техиму күчийиду.

қуранда инсанларниң йаритилиш ғайисиниң ибадәт икәнлики қәйт қилиниду[1]. пәйғәмбәр әләйһиссалам ибадәтниң, аллаһниң бәндилири үстидики һәққи икәнликини ейтқан[2]. шуңлашқа, ибадәт - бәндиниң нәпсидики арзулиридин ваз кечип, аллаһниң ирадисигә бойсунуши вә у тәләп қилған шәкилдә йашишини көрситиду. ибадәт – игә болған һәммә нәрсини өзигә ата қилған аллаһқа тәшәккүр ейтишниң йоли һесаблиниду.

қуранда ибадәт уқуми, исламниң барлиқ һөкүмлирини иҗра қилишни, әмир – мәруп вә чәклигәнлиригә риайә қилишни өз ичигә алидиған кәң рамкини көрситиду. ибадәт аллаһқа болған итаәтниң ипадиси болғанлиқи үчүн һайаттики барлиқ саһәләрни өз ичигә алиду. ибадәткә тар мәнидин қариғанда, мәҗбурийәтлири ичидин системилиқ һалда ада қилиш тәләп қилинған ибадәтләр дәп чүшинишкә болиду. ислам чүшәнчиси бойичә болғанда, һәр бәндиниң каллисида, болмиди дегәндә, пәрз нуқтисида ибадәт еңи болуши керәк. пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссалам бу һәқтә: «ислам бәш пәрз үстигә қурулған. булар, аллаһтин башқа илаһ йоқ, муһәммәд аллаһниң рәсули дәп шаһадәт кәлтүрүш؛ намаз оқуш, закат бериш, һәҗ қилиш вә роза тутуш» дегән вә ибадәттә әң башта туридиған пәрзләрни рәткә тизған. өзидин биливелишқа тегишлик ишларни сориғанларға һәрдаим пәрз ибадәтләрни санап, ислам вә иманни асаслиқ пәрз ибадәтләр билән бирләштүргән. «җибираил һәдиси» дәп билинидиған даңлиқ һәдистиму бу мәсилә охшаш изаһлиниду[3]. буниңдин қариғанда, пәрз ибадәтләрниң мусулман киши үчүн кәм болса болмайдиғанлиқини вә ваз кәчкили болмайдиғанлиқини көрситиду.

динниң әмир – мәруплирини ада қилиш вәзиписи болған мусулман кишиниң һәр бир тиниқини өз ичигә алидиған ибадәтләрниң, күндилик, һәптилик, йиллиқ вә өмридә бир қетим қилидиған түрлири бар. бәш вақит намаз, күндилик ада қилиши керәк болған ибадәт һесаблиниду. җүмә намизи һәптидә бир қетим оқулиду. роза, закат, һейт намазлири вә қурбан һейтта қилинидиған қурбанлиқ, һәр йили беҗа қилиниши керәк болған ибадәтләрдур. һәҗ болса, киши өмридә бир қетим қилиниду. буларниң сиртида, муәййән вақитқа бағланмиған һалда оқулидиған мейит намизи, атап қилинған қурбанлиқлар, нәплә намаз, сәдиқә, дуа вә зикир қатарлиқ ибадәтләрму бар болуп, өзигә хас шәртләргә игә.

мусулманлар үчүн ейтқанда, пәйғәмбәр әләйһиссалам һәр мәсилидикигә охшаш, ибадәт вә аллаһқа қуллуқ қилиштиму үлгә һесаблиниду. униң һайати вә һәдислиригә қариған вақтимизда, мусулманларниң һайатида сүннәт вә нәплә ибадәтләрниң интайин муһимлиқини көрүвалғили болиду. бу мәнидин, пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссаламниң төвәндики һәдиси алаһидә диққәт тартиду:

«‹аллаһ таала, қулум маңа пәрз қилғанлиримдин техиму йахши нәрсә билән йеқинлишалмайду. нәплә ибадәтләрни қилишни давамлаштурса, мән уни йахши көримән. уни йахши көргәнчә униң ишитидиған қулиқи, көридиған көзи, тутидиған қоли, маңидиған пути болимән. мәндин тилигинини униңға беримән, панаһлиқ тилигәндә уни қоғдаймән, дәйду[4]›» дегән. бу һәдис нәплә ибадәтләрниң аллаһниң дәргаһидики орнини очуқ оттуриға қойиду.

сөйүмлүк пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссалам ибадәтниң аз болсиму, давам қилип туруши керәкликини тәкитләйду вә аллаһқа болған қуллуқ еңиниң һәрдаим җанлиқ тутуп турулуши керәклики тоғрисида пәнди – нәсиһәт қилиду. буниңдин башқа, һайатниң һәр бир саһәсигә алақидар йахши ишларниң ибадәт болидиғанлиқини ейтиду. бу мәнидин ейтқанда, йардәм тәләп қилғанға йардәм қилиш, салам бериш, чирайлиқ сөзләрни қилиш, хушпеил болуш, кишигә йол көрситиш, адаләт билән һөкүм қилиш, бир тосақни йолдин еливетиш, аилисини қамдаш үчүн ишләш, ата- анилириға йахшилиқ қилиш, йетимниң бешини сийлаш қатарлиқ йахши иш- һәрикәтләрму ибадәт дәп қарилиду.

аллаһқа қуллуқ қилишниң ипадилиниши болған ибадәтләрниң әң йуқири нуқтиси – еһсан қилиштур. пәйғәмбәр әләйһиссалам: «еһсан, уни көрүп туруватқандәк аллаһқа ибадәт қилиштур. сән көрәлмисәңму, у сени көрүп туриду[5]» дәйду. бу аңға игә болған мусулман киши, басқан һәр бир қәдимини, қилған һәр бир ишини, нийәт қилған һәр бир ибадитини «аллаһ мени көрүп туриду» дегән аң билән ада қилиду. бу аң сайисидә, адәтләр ибадәт дәриҗисигә көтүрүлиду.

ибадәтләр аллаһниң әмри болғанлиқи үчүн аллаһниң ризасиға еришиш үчүн қилиниду. ибадәтләрдә бәзи һекмәтләр, маддий вә мәниви җәһәттин пайдилиқ ишлар бар. ибадәтләр бәндини аллаһқа йеқинлаштуруп, қийинчилиқ вә гунаһлардин қоғдайду. әхлақий җәһәттин йетилдүриду. маддий арзу – һәвәсләргә берилиштин қутқузиду вә роһий җәһәттин йүксәк қилиду. кишини интизамчан қилип, ирадисини тавлайду. маслишишчан, турақлиқ, тәңпуңлуққа игә вә хатирҗәм һайатта йашишиға вәсилә болиду. җәмийәт һайати нуқтисидин ейтқандиму, ибадәт сәл чағлиғили болмайдиған пайдилиқ тәрәпләргә игә.     

 

[1] сүрә зәрийат 51 – сүрә, 56 - айәт

[2] бухари, җиһад 46 – бәт, муслим, иман 48 - бәт

[3] бухари, иман 37 - бәт

[4] бухари, риқақ 38 - бәт

[5] бухари, тәпсир лоқман 31 - бәт



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر