дунйа бизгә вә биз бир - биримизгә аманәт

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җүмә хутбилири (16)

296589
дунйа бизгә вә биз бир - биримизгә аманәт

дунйа бизгә вә биз бир - биримизгә аманәт


әзиз қериндашлар!
дунйаниң шәрқ, ғәрб, җәнуб вә шималида йашаватқан биз инсанлар, инсан болуш сүпитимиз билән чоң бир аилә һесаблинимиз. бизни «һәммимиз адәм әләйһиссалам вә һава аниниң әвладлиримиз» дегән етиқадқа игә қилған, бизни йоқтин бар қилған, җисимда шәкилдаш, динда қериндаш қилған, бизгә мол түрмүш немәтлири бәхш әткән улуғ аллаһ тааланиң қуллиримиз. һәр бир инсан һөрмәткә сазавәр, һәр бир инсан улуғ вә өзгичидур. җинси, миллити немә болишидин қәтий нәзәр һәр бир инсанниң җан - мели вә абройи чеқилишқа болмайдиған хаслиққа игидур.
әзиз мөминләр!
пәрвәрдигаримиз, бизләрни сөзләш, көрүш, аңлаш, қатарлиқ иқтидарларға игә қилип, йәр шарини гүлләндүрүш вәзиписигә тәйинлиди. бизни бирла земинниң үстидә вә охшаш асманниң астида, бирликтә инсанийлиққа йаришидиған шәкилдә йашаш имтиһаниға салди. биз йашаватқан бу дунйани, бизгә вә бизни бир – биримизгә аманәт қилди. шундақ еғир йүк йәлкимиздә йүкләнгән туруғлуқ, көпинчә һалларда аҗизлиқимизни найан қилип турмақтимиз. ирқ, мәзһәп вә мәшрәп охшимаслиқилири бәзидә туқунушларға сәвәб болмақта. охшаш болмиған пикирләргә йол қойуш вә тоғра чүшүнүш әпсуски көпинчә еғизимиздики қуруқ гәпкә айлинип қалмақта. инсанлар бир – бирини техиму аз чүшүнидиған, һәтта қәтий чүшәнмәс болуп кетватқанлиқиға шаһит болмақтимиз. һәр күни дегүдәк меһри – шәпқәтниң орнини өч – адавәтниң игиләп кетиватқанлиқидин, достлуқ вә қериндашлиқниң орнини, дүшмәнликниң бесип кетиватқанлиқидин, ихлас вә сәмимийликниң орнини рийакарлиқ вә мәнмәнликниң игиләп кетиватқанлиқидин шикайәт қилмақтимиз.
һөрмәтлик қериндашлар!
һәр қандақ аилә ичидә чоң - кечик һәр хил чүшүнишмәсликләр болиду. пүтүн инсанийәтниң барлиқ мәсилиләрдә тулуқ маслишип кетиши, қийинчилиқлардин узақ, бир пүтүнлүк вә бирлик ичидә болуши әлвәттә мумкин әмәс һәмдә әмлийәткиму хилап. бирақ туқунуш, талаш – тартиш, чәткә қеқиш, езиш, азарлаш, хорлаш, кәмситиш қатарлиқ илләтләр пүтүн дунйани һәммимизгә нисбәтән йашиғили болмас һалға кәлтүрүп қойуватқанлиқи бир һәқиқәттур. вәһаләнки, бирликтә, хатирҗәмлик ичидә йашашниң әхлақий вә һәқ – һуқуқи улуғ пәрвәрдигаримиз шундақла пәйғәмбиримиз тәрипидин инсанийәткә һәдийә қилинған иди.
улуғ китабимиз қуран кәримдә «әгәр аллаһ халиса, әлвәттә силәрни бир үммәт қилатти. лекин аллаһ силәргә бәргән шәриәтләр арисида силәрни синаш үчүн көп үммәт қилип айриди» (сүрә маидә 48 – айәт) дәйду. бу арқилиқ өзара охшимаслиқларниң илаһий қудрәт вә һекмәтниң шундақла илаһий имтиһанниң бир парчиси икәнликини әслитиду. әҗиба шундақ икән дунйани техиму гүзәл вә техиму йахши һайат кәчәргили болидиған һалға кәлтүрүш шүнчә қейинмиду?
дуруслуқни адаләт вә сәвирчанлиқ мунасивәтлиримизниң тайанчи қилиш, әҗиба егиз биналарни селип, йоған ширкәтләрни қуруштинму тәсмиду?
һөрмәт, әдәп, көйүм – шәпқәт вә ортақлишишни һайатимизға һаким қилиш, пәвқуладдә иҗадийәтләрни мәйданға кәлтүртүштин вә аләм бошлуқлирида тәтқиқат елип бериштинму қийинмиду?
әҗиба өч - адавәт туйғулиримизни, ач көзлүк вә интиқам арзулиримизни пачақлап ташлаш, атомни парчилаштинму көп әмгәк тәләп қиламдиғанду? йүрәклиримиздә сөйгү - муһәббәт меһри - шәпқәт пәйда қилиш, катта завутларни қоруп, қорал ишләпчиқириштинму көп хираҗәтлик вә җапалиқмиду?
әзиз қирндашлар!
пәйғәмбәр әләйһиссаламниң муһаҗирлар билән әнсарлар оттурисида қуруп чиққан қериндашлиқ риштиси һазирму хатирилиримиздә өзиниң һайати күчини сақлап кәлмәктә. мана бу, қериндашлиқ, сөйгү, өзара һөрмәт, йардәмлишиш, ортақлишиш вә мөминләрчә өзара ихласимизниң асасидур.
қени әмисә келиңлар! пәйғәмбәр әләйһиссалам бизгә тәлим бәргән бу қериндашлиқ вә бирликтә йашаш әхлақини әмәлий турмушимизда қолимиздин келишичә әкис әттүрәлигән йаки әттүрәлмигәнликимизни бирликтә сорап бақайли!
аләмләргә рәһмәт қилип әвәтилгән пәйғәмбәр әләйһиссалам «мөмин әң көңүлгә йеқин кишидур. инсанлар билән достлуқ орниталмиған, өзи биләнму достлуқ орнатқили болмайдиған кишидә хәйр йоқтур» (ибни һәнбәл, 40) дегән болуп, әҗиба мана бүгүнки күндә биз мусулманлар һеч қандақ әндишә қилмастин бир ـ биримизгә сөйгү ـ муһәббәт билән қәлбимизни ачаламдуқ? оттуримиздики қериндашлиқ мунасивәтлиримизгә мәһкәм есилип тураламдуқ?
пәйғәмбәр әләйһиссалам қериндишиға тәбәссүм билән қарашниңму бир сәдиқә икәнликидин (тирмизи меһри ـ шәпқәт баби 36) хошхәвәр бәргән иди. әҗиба биз буниңға қанчилик әмәл қиливатимиз? йаки шәхсий һәвәслиримизни алдинқи орунға қойивелип, һәм өзимизни, һәм қериндашлиримизни шу хил гүзәлликләрдин мәһрум қалдуруп қойуватамдуқ?
пәйғәмбәр әләйһиссалам «аллаһ үчүн сиәрдин панаһлиқ тилигән кишигә панаһ болуңлар! аллаһ үчүн тилигән кишигә бериңлар! силәрни меһанға чақирған кшиниң дәвитини қобул қилиңлар! силәргә йахшилиқ қилған кишигә тегишлик җавап қайтуруңлар» дегән иди. (әбу давуд, закат баби 38) әҗиба биз қейин әһвалдики кишиләргә пәқәтла аллаһниң разилиқини телигән асаста йардәм қолимизни узаталидуқму? йаки дәл әксичә һәр бир йетим, ғирип ـ ғурва, йоқсулни бизни биарам қилидиған бир йүк қатарида көрүватамдуқ?
әзиз қериндашлар!
қуран кәримдики «өзәңларни пак һесабливалмаңлар, кимниң тәқвадар икәнликини аллаһ әң йахши билгүчидур» (сүрә нәҗим, 32 ـ айәт) дегән айәтниң тәқәззаси бойичә өзимизни һесабқа тартип йетәрсизликлиримизниң орнини толдуривилишқа тиришиватамдуқ йаки хата вә әйиб - ноқсанлиримизни көрмәскә селип, қәлб азарлайдиған, башқиларниң ғуруриға тегидиған ишларни қиливатамдуқ? аилә, уруқ ـ туққанчилиқ, хошнидарчилиқ, достлуқ вә хизмәтдашлиқ мунасивәтлиримиздә, қатнашта, базарда, тиҗаритимиздә, қисқиси күндилик түрмишимизда көпинчә һалларда аччиқимизға йеңилип қиливатамдуқ ـ йоқ?
әзиз қериндашлар!
мана алдимиздики һәптидә өзгичә мәниви муһити болған муқәддәс 3 айға қәдәм қойимиз. келәр пәйшәнбә кечиси рәғаиб қәндили мунасивити билән қериндашлиримизға болған риғбитимизни, сөйгү ـ муһәббитимиз вә садақитимизни қайтидин көздин кәчүрәйли! бирликтә баравәлик ичидә, хатирҗәм йашишимиз үчүн сөйгү, меһри ـ шәпқәт, адаләт қатарлиқ әхлақий пәзиләтлиримизни түрмушимизға һаким қилайли! өзимизгә қандақ муамилә қилинишини халисақ, башқиларғиму шундақ муамилә қилайли! шуни қәтий унутмайлики, бу дунйа бизгә вә биз бир ـ биримизгә аманәт.
аллаһ бизни бир – биригә ихласмән, садиқ, көйүм - шәпқәтлик һәқиқий мөмин қериндашлардин қилсун! қериндашлиқ вә өзара сөйгү – муһәббитимизни мустәһкәмләп, саһибиләргә охшаш өхшаш бир – биригә пидакар әкимәтләрдин қилсун! амин!!!


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر