йавро – асийаға нәзәр – 29

түркийә ташқи ишлар министири әһмәт давутоғлуниң өзбекистан зийарити вә түркийә – өзбекистан мунасивәтлири

79478
йавро – асийаға нәзәр – 29

түркийә авази радийоси: түркийә ташқи ишлар министири әһмәт давутоғлу 10 – ийулдин 12 – ийулғичә өзбекистанда рәсмий дөләт ишлири зийаритидә болди. түркийә ташқи ишлар министириниң аридин 13 йил өткәндин кейин өзбекистанни зийарәт қилиши, бир нуқтидин қариғанда, тарихий әһмийәткә игә вәқә һесаблиниду. әһмәт давутоғлуниң бу қетимқи зийарити кейинки вақитларда өзара йуқири сәвийәлик зийарәтләргә вәсилә болса, түркийә – өзбекистан һәмкарлиқи, икки дөләт мунасивәтлириниң тәрәққийати, районлуқ мәсилиләрниң һәл қилиниши вә түркий җумһурийәтлириниң хәлқара сәһниләрдики етибариниң ашурулуши қатарлиқ нурғунлиған темиларға пайдилиқ болиду. ундақта, алди билән икки дөләт мунасивәтлиригә көз йүгүртүп чиқайли:
түркийә 1991 – йили 16 – декабир өз бекистанниң мустәқиллиқини биринчи болуп етирап қилған дөләт. дәсләптә икки дөләт мунасивәтлири наһайити йахши илгирилигән иди. өзбекистан пирезиденти ислам кәримов һәр хил вәсилиләрниң түрткисидә түркийәни 10 қетим зийарәт қилған. буниңға җавабән түркийә җумһур рәислиридин тургут өзал, сулайман дәмирәл вә әһмәт нәҗдәт сәзәр өзбекистанни зийарәт қилған. бу җәрйанда баш министир сәвийәсидә алтә қетимлиқ учришиш әмәлгә ашқан.
лекин, өзбекистан өктичилириниң түркийәдә панаһлиниши, икки дөләт мунасивәтлиридә қийинчилиққа толған дәврниң башлиниши болуп қалди. буниң нәтиҗисидә, өзбекистандин түркийәгә оқушқа кәлгән миңларчә оқуғучи қайтип кетишкә мәҗбур болди. түркийәниң өзбекистандики мәктәплириму тақиветилди. әндиҗан вәқәлири йүз бәргәндә түркийә бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң мәйданида туруп өзбекистанни әйиблиди. бу әһвал, икки дөләт мунасивәтлириниң техиму йириклишишигә сәвәб болди. кичик балиларниң ишқа селинишини әйибләш, өзбекистанниң сәвр қачисини ташқузувәтти. буниң тәсиридә өзбекистандики түркийәлик карханичилар зор күнләрни баштин кәчүрди. 2012 – йили 22 – феврал өзбекистанда түркийә чатма телевизийә тийатирлири чәкләнди. әлбәттә, өзбекистан түркийәдә ишләнгән чатма телевизийә тийатирлирини чәклигән йалғуз бирла дөләт әмәс.
түркийә – өзбекистан мунасивәтлиридики йирикчилик, әң көп «түрк кеңиши» вә « түркий тиллирида сөзлишидиған дөләтләр парламент әзалири мәҗлиси» (түркпа) қатарлиқ хәлқаралиқ тәшкилатларға зийан бәрди. әгәр өзбекистан йуқирида ейтилған тәшкилатларниң қурғучилиридин бири йаки пәқәт болмиди дегәндә әзаси болған болса иди, бу тәшкилатлар һазир охшимиған сәвийәгә кәлгән болатти.
өзбекистан мунасивәтләрдә пәқәт бу тәшкилатлар биләнла бәлгилик арилиқ сақлап қалмастин, русийәниң башчилиқида қурулған район характерлик тәшкилатлар билән болған мунасивәтләрдиму арилиқ сақлап кәлди. русийәниң райондики башқа түркий җумһурийәтләр билән мунасивәтлирини күчәйтиши вә бишкәктики ганси һәрбий базисини бошатмақчи болуши, өзбекистанниң ғәрб дөләтлири билән мунасивәтлирини тәрәққий қилдурушиға сәвәб болди. ғәрб интайин қаттиқ әйиблигән «әндиҗан вәқәси» унтулди. буниңға параллел һалда түркийә – өзбекистан мунасивәтлириму йахшилинишқа башлиди.
2012 – йили әһмәт давутоғлу өзбекистан ташқи ишлар министири абдуләзиз камилов билән б д т омумий кеңишидә көрүшти. әһмәт давутоғлуниң өзбекистанни зийарәт қилиш мәсилиси, шу қетимлиқ учришишта күнтәртипкә кәлгән иди. аридин узақ өтмәйла нойабир ейида түркийә мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири әртуғрул гүнай өзбекистанни зийарәт қилди. 2014 – йили русийәдә өткүзүлгән сочи қишлиқ олимпик тәнһәрикәт йиғинида, түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған өзбекистан пирезиденти кәримов билән көрүшти. түркийә – өзбекистан ташқи ишлар министирлири ахирқи қетим 2014 – йили май ейида шаңхәйдә өткүзүлгән асийада һәмкарлиқ вә ишәнчни ашуруш йиғинида көрүшти.
һазирғичә икки дөләт арисида 90 дин артуқ һәр хил келишимләр имзаланди. түркийә иқтисад министирликиниң мәлуматлириға асасланғанда, 2013 – йили түркийәниң өзбекистанға қилған експорт омумий соммиси 563 милйон доллар болған. импорт омумий соммиси болса, 815 милйон доллар болған. тәрәпләр 1 милйард 379 милйон долларлиқ сода омумий соммисини 3 милйард долларға чиқиришни нишан қилмақта. әлбәттә, буниң әмәлгә ешиши үчүн өзара мунасивәтләр истратегийәлик һәмкарлиқ сәвийәсигә чиқирилиши лазим.
әһмәт давутоғлуниң өзбекистан зийарити, түркийәниң районда кәм қалған һалқисини толуқлиған болди. икки дөләт мунасивәтлири тәрәққий қилған тәқдирдә йавро – асийаниң икки күчлүк дөлити бәзи хәлқаралиқ мәсилиләрдә бир – бирини толуқлийалиши мумкин. түркийәниң ташкәнттә турушлуқ баш әлчиси намиқ гүнәрәрпул, өзбекистанниң 2015 – йилниң бешида түркийәниң б д т хәвпсизлик кеңишигә вақитлиқ әза болушини қоллайдиғанлиқини елан қилди.
русийәниң бир гәвдилишиш тиришчанлиқлириға қарши чиққан өзбекистанниң барғансери ғәрбкә йеқинлишиватқанлиқиға даир хәвәрләр оттуриға чиқмақта. шималий атлантик әһди тәшкилати өзбекистан билән болған мунасивәтлиридә «әндиҗан вәқәси» ни айрим тутуп, йахши илгириләшләрни қолға кәлтүрди. натониң райондики бирдинбир вакаләтханиси йеқинда ташкәнттә ечилди. бу йәрдә афғанистан амилини нәзәрдин сақит қилмаслиқ лазим. әһмәт давутоғлуниң өзбекистан зийаритиниң тегидә, нато мәсилилири бар, дәп тәһлил қилғанларму бар болди. әслидә бу наһайити аддий қараштин ибарәт. чүнки түркийә билән өзбекистан, мунасивәтләрниң тәрәққий қилишини нато болмисиму бир – биригә интайин пайдилиқ болидиғанлиқини йахши билиду. икки дөләтниң зийарәтлиригә қариған вақтимизда, зийарәтләрниң түркийәдин өзбекистанға қилинғанлиқини көрүвалғили болиду. әмди бу зийарәтләргә җаваб бериш нөвити өзбекистанға кәлди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر