тайлор свифтниң вийеннадики консерти әмәлдин қалдурулди
америкалиқ даңлиқ нахшичи тайлор свифт (Taylor Swift) ниң австирийә пайтәхти вийеннада өткүзмәкчи болған консерти, «һуҗум» әндишәси сәвәбидин әмәлдин қалдурулди.
2172973
түркийә авази радийоси хәвири: вийенна сақчилири даңлиқ нахшичи тайлор свифтниң консертини өз ичигә алған бәзи мәдәнийәт паалийәтлиригә «һуҗум қилиш пиланланғанлиқи» ни илгири сүрүп, икки кишини қолға алди.
консертларни тәшкиллигән «Barracuda Music» тәшкилатиниң иҗтимаий таратқу адресида елан қилған байанатта, «һәммә кишиниң бихәтәрлики үчүн, өткүзүлүши пилан қилинған үч консертни әмәлдин қалдурмай амалимиз йоқ» дейилди.
байанатта, консерт белити пулиниң 10 хизмәт күни ичидә қайтурулидиғанлиқи әскәртилди.
австирийә сақчи идарисиниң баш мудири фғанз ғуф (Franz Ruf) қолған елинған икки гумандарниң бириниң террорлуқ тәшкилати даешниң әзаси икәнликини билдүрди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
измир азад қилинғанлиқиниң 102-йиллиқи тәбрикләнди
измирниң дүшмән ишғалийитидин азад қилинғанлиқиниң 102-йиллиқи мурасимлар билән тәбрикләнди.