наса йашашқа мувапиқ бир сәййарәни байқиди

америка аләм қатниши идариси-наса (NASA) йәршаридин тәхминән 100 милйон йоруқлуқ йили йирақлиқта бир йултузни айлинидиған вә йашашқа мувапиқ йәршари чоңлуқидики ташқи пиланетани байқиди.

1931418
наса йашашқа мувапиқ бир сәййарәни байқиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка аләм қатниши идарисиниң билдүрүшичә, өткүнчи сәййарә тәкшүрүш сүний һәмраһи (TESS) делфин (дорадо) йултуз түркүминиң «йашашқа мувапиқ райони» ға җайлашқан йәршари чоңлуқидики ташқи пиланетани байқиған.

байанатқа қариғанда, «TOI 700 e» намлиқ бу сәййарә, орбетасидики йултузға, суниң сәййарә йүзидә мәвҗут болушиға имканийәт йаритип беридиған мусапидә икән.

наса тәтқиқатчиси емилй гилберт: «бу биз билидиған, көп, кичик, йашашқа болидиған район сәййарилириға игә аз сандики системиларниң бири» деди.

у бу байқашниң «TOI 700 e» системисини техиму йеқиндин көзитиш үчүн һайаҗанлиқ илгириләш икәнликини, байқалған сәййарәниң алдинқи қетим байқалған сәййарәдин тәхминән %10 кичик икәнликини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر