даңлиқ сәнәтчи таркан измирда консерт бәрди

даңлиқ сәнәтчи таркан измирниң дүшмән ишғалийитидин азад қилинғанлиқиниң 100 – йиллиқи мунасивити билән шәһәрниң гүндоғду мәйданида консерт бәрди.

1878252
даңлиқ сәнәтчи таркан измирда консерт бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: измирниң дүшмән ишғалийитидин азад қилинғанлиқиниң 100 – йиллиқини тәбрикләш паалийәтлири, тарихий кордон бойуда өткүзүлгән панус мурасими билән башланди.

тәбрикләш паалийәтлири даирисидә, измирниң дүшмән ишғалийитидин азад қилиниш җәрйани тонуштурулған һөҗҗәтлик филим вә хәлқ орунлири көрситилди. бу даиридә, даңлиқ сәнәтчи таркан консерт бәрди.

измир, 1922 – йили 9 – сентәбир күни, түркийә армийәси гиретсийәниң ишғалийити астидики шәһәргә кирип, дүшмәнгә қақшатқуч зәрбә бәргән, 26 – авғуст күни башланған бу кәң көләмлик һуҗум ғәлибә билән ахирлашқан җай болғаниди.

измирниң азад қилиниши, толуқ мустәқиллиқниң йолини ечипла қалмай, анадолуниң азад қилинишиниңму символиға айланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر