әзәрбәйҗан т р т ни мукапатлиди

әзәрбәйҗанда 2-қетимлиқ қарабағ урушида (2020-йили 27-сентәбирдин 10-нойабирғичә) ишлигән хәвәрлири сәвәбидин түркийә радийо-телевизийә идариси- т р т ға мукапат берилди.

1858091
әзәрбәйҗан т р т ни мукапатлиди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗанда дөләт ахбарат күни тәбрикләнди.

дөләт ахбарат күни мунасивити билән, намини әзәрбәйҗанниң тунҗи қетим түркчә нәшир қилинған «әкинҗи» гезитидин алған мукапат тарқитиш мурасими өткүзүлди.

мурасимға, әзәрбәйҗанниң сийасәт, сәнәт вә ахбарат дунйасидики даңлиқ кишиләр қатнашти.

мурасимда т р т, әзәрбәйҗанниң ахбарат тәрәққийатиға һәссә қошқанлиқи, қарабағ уруши вә униңдин кейинки мусапидә ишлигән хәвәр-пирограммилири сәвәбидин мукапатқа лайиқ көрүлди.

т р т ниң әзәрбәйҗан пайтәхти бакуда турушлуқ вәкили мурат аккоч т р т ға вакалитән мукапатни тапшурувалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر