т р т баш мудири «т р т дунйа мунбири»дә сөз қилди

түркийә радийо - телевизийә идариси (т р т) баш мудири пирофессор доктор мәһмәт заһит собаҗи: «2017 - йилдин башлап т р т дунйа мунбирини тәшкилләп келиватимиз, әмма униңға ни елавә қилиш арқилиқ йашларниму қатнаштурмақчи болдуқ» деди.

1827109
т р т баш мудири «т р т дунйа мунбири»дә сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: т р т дунйа мунбириниң хәлқара җәмийәт дуч кәлгән муһим мәсилиләрни музакирә қилиш мәқситидә истанбулда уйуштурулған «NEXT » намлиқ паалийитидә сөз қилған т р т баш мудири заһид собаҗи, йәр шари характерлик мәсилиләргә чарә тепиш үчүн мәслиһәт суписи қуруш арқилиқ қарарларниң чиқирилғанлиқини, әмма бу мусапигә йашларниң қатнаштурулмиғанлиқини оттуриға қойди.

екологийәлик апәтләр, хәлқара террорлуқ, иқтисадий киризис вә тор бихәтәрлики қатарлиқ мәсилиләрниң дунйаниң һәр қайси җайлирини қаплиғанлиқини байан қилған собаҗи, иҗадчанлиқниң йашларниң тәбиити икәнликини, уларниң тәсәввур қилиш, йеңилиқ йаритиш вә һәрикәтчанлиқ роһиға игә икәнликини әскәртти.

әгәр бу һәрикәтчанлиқ йуқирида тилға елинған мәсилиләрни һәл қилиш мусаписигә қатнаштурулмиса, техиму көп қийинчилиқларниң баш көтүридиғанлиқини тәкитлигән собаҗи: «биз т р т дунйа мунбирини 2017 - йилдин башлап тәшкилләп келиватимиз, әмма униңға <NEXT> ни елавә қилиш арқилиқ йашларниму қатнаштурмақчи болдуқ» деди.

т р т дунйа мунбириниң йашлар үчүн уйуштурулған паалийитидә, өз саһәсиниң дунйаға даңлиқ мутәхәссислириниң техникидин метаверс уқумиғичә, NFT дин аләм бошлуқи сайаһәтчиликигичә болған нурғун мәзмунлар тоғрисида йаш қатнашқучилар билән бирликтә музакирә елип барди.

у, <NEXT> намлиқ паалийәтниң йашлар билән кәлгүсини өзара учраштуридиған бир сәһнә икәнликини оттуриға қойуп: «технологийәни алдинқи әвладларға қариғанда техиму иҗадий вә мәсилә һәл қилидиған шәкилдә ишлитидиған йашларни бу байрақниң астиға топлашни арзулидуқ» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر