шаһин билән төрәҗигә белгийәдә пәхрий докторлуқ унвани берилди

германийә бийотехника ширкити (BioNTech) ниң қурғучилири пирофессор доктор оғур шаһин билән пирофессор доктор өзләм түрәҗигә белгийә анверс университети тәрипидин  пәхрий докторлуқ унвани берилди.

1805361
шаһин билән төрәҗигә белгийәдә пәхрий докторлуқ унвани берилди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә бийотехника ширкити (BioNTech) ниң қурғучилири, түрк алимлар пирофессор доктор оғур шаһин билән пирофессор доктор өзләм түрәҗи,  «ковид – 19» ваксинаси технологийәсидә башламчилиқ қилғанлиқи үчүн, белгийә анверс университети тәрипидин  пәхрий докторлуқ унваниға еришти.

анверс университети медитсина вә сағламлиқ пәнлири факултети, mRNA техникиси вә бу даиридә, милйонлиған кишиләрниң һайатини қоғдайдиған ваксинини тәтқиқ қилип йасап чиқиш хизмитигә башламчилиқ қилғанлиқи үчүн,  пирофессор доктор оғур шаһин билән пирофессор доктор өзләм түрәҗигә пәхрий докторлуқ унвани бәрди.

 

анверс университетида конферанс билән бирликтә  өткүзүлгән пирофессор доктор оғур шаһин билән пирофессор доктор өзләм түрәҗигә пәхрий докторлуқ унвани бериш мурасимиға,  түркийәниң бирйуссел баш әлчиси доктор һәсән улусойму қатнашти һәм алимларни тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر