әрәб бирләшмә хәлипиликидә һәптилик дәм елиш 2 йерим күнгә чиқирилиду

әрәб бирләшмә хәлипиликидә һәптә ахиридики дәм елиш йеңи йил (2022) дин башлап җүмә күни чүштин кейиндин башлиниду.

1744194
әрәб бирләшмә хәлипиликидә һәптилик дәм елиш 2 йерим күнгә чиқирилиду

түркийә авази радийоси хәвири:  әрәб бирләшмә хәлипиликидә һәптә ахиридики дәм елиш йеңи йил (2022) дин башлап җүмә күни чүштин кейиндин башлиниду. буниң билән икки күнлүк дәм елиш 2 йерим күнгә чиқиду.

әрәб бирләшмә хәлипилики вам (WAM) агентлиқи һәптилик дәм елишниң 2 йерим күнгә чиқирилидиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, һөкүмәт йеңи хизмәт түзүмидә, һәптилик хизмәт қилиш вақти 4.5  күн қилип бекитилгән.

йеңи хизмәт түзүми 2022-йили 1-йанвардин тартип башлинидиған болуп, һәптилик дәм елиш җүмә күни шу йәр вақти 12:00 дин йәкшәнбә күнини өз ичигә алидикән вә җәмий 2.5 күн болидикән.

хәвәрдә йәнә, әрәб бирләшмә хәлипиликидә җүмә намизини 13 тин 15 минут өткәндә оқуш тоғрисида қарар елинғанлиқи билдүрүлди.

барлиқ органлар бойсунидиған йеңи хизмәт түзүминиң, әрәб бирләшмә хәлипилики иқтисадиниң дунйа базарлири билән бирлишишигә һәссә қошидиғанлиқи вә идарә-органлардики хизмәт үнүмини йуқири көтүрүшниңму мәқдәт қилинғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر