җумһур рәислик мәһкимиси 2021-йиллиқ мәдәнийәт-сәнәт мукапати саһиблириниң исмлири елан қилинди

җумһур рәислик мәһкимиси 2021 – йиллиқ мәдәнийәт – сәнәт мукапатлири тәоман дурали, идил бирәт, аләв әбуззийа, җүнәйт аркин, гүрбүз азак, әтәм чалишқан, ибраһим манав вә кәмал таһир қатарлиқларға лайиқ көрүлди.

1731307
җумһур рәислик мәһкимиси 2021-йиллиқ мәдәнийәт-сәнәт мукапати саһиблириниң исмлири елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған түнүгүн җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлгән ички кабинет йиғинидин кейин, җумһур рәислик мәһкимиси 2021 – йиллиқ мәдәнийәт – сәнәт мукапатлири тәқдим қилинидиған кишиләрниң исимлирини җамаәтчилик билән ортақлашти.

әрдоғанниң сөзигә қариғанда, пән-техника саһәсидә теоман дурали, нахша - музика саһәсидә идил бирәт, тәсвирий сәнәт саһәсидә аләв әбуззийа, киночилиқ саһәсидә җүнәйт аркин, әдәбийат саһәсидә гүрбүз азак, хәттатлиқ саһәсидә әтим чалишқан, китабханичилиқ саһәсидә ибраһим манав вә вападарлиқ - садақәтмәнлик саһәсидә кәмал таһир җумһур рәислик мәһкимиси 2021 – йиллиқ мәдәнийәт – сәнәт мукапатиға еришкән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر