йапон мәликиси мако йатлиқ болди

йапонийәдә мәликә мако адәттики пуқра оғул дости комуро кей билән той қилди.

1725214
йапон мәликиси мако йатлиқ болди

түркийә авази радийоси хәвири: кйодо агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, империйә ишлири оргини, йапон мәликиси мако вә униң  оғул дости комуро кейниң той ишлириға мунасивәтлик қануний һөҗҗәтләрни мунасивәтлик органға тапшурған.

рәсмий һөҗҗәтләр тәстиқланғандин кейин, һәр иккиси 30 йашқа киргән мако билән комуро кей той қилған.

мәликә мако,  пуқра  оғул дости комуро кей билән той қилғандин кейин, исмини йеңи тизимлаш җәдвилигә «комуро мако» тәриқисидә тизимлатқан.

империйә қануниға асасән, хәлқ синипидин биригә йатлиқ болған империйә җәмәти әзаси айал, хан җәмәтидики салаһийитидин айрилип қалидикән.

йапонийә империйә ишлири оргини, той қилиш арқилиқ хан җәмәтидики салаһийитини йоқатқан макониң, бир һәптә ичидә империйә нәсәбидин чиқирип ташлинидиғанлиқини җакарлиди.

игилинишчә, өзи туруватқан империйә туралғусидин айрилған мако, америка қошма иштатлириға көчүп кәткәнгә қәдәр, йолдиши билән бирликтә пайтәхт токйодики бир туралғуда туридикән.

 

мәликә мако, хан җәмәтидин айрилғанда империйә аилисидики айалларға берилидиған 150 милйон йен (1 милйон 300 миң доллар) пулниму алмайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر