уғур шаһин вә өзләм түрәҗи испанийәниң мукапатиға лайиқ көрүлди

бийонтекниң қурғучилиридин пирофессор доктор уғур шаһин вә доктор өзләм түрәҗи испанийәниң астурийас мәликиси (AsturiasPrincess) мукапатлириниң техника вә илмий категорийәси бойичә мукапатқа лайиқ көрүлди.

1723760
уғур шаһин вә өзләм түрәҗи испанийәниң мукапатиға лайиқ көрүлди

түркийә авази радийоси хәвири:  астурийас мәликиси мукапатлири техника вә илмий тәтқиқатлар һәйити, бу йил (2021) мәзкур саһәдики каталин карико (Katalin Kariko) мукапатини уғур шаһин вә өзләм түрәҗидин башқа, вухән вируси(Kovid-19)  ваксинасиниң тәтқиқ қилинип йасилишиға төһпә қошқан җерекс вейисман (DrexWeissman), филип фелгнер (Philip Felgner), дерик росси (Derrick Rossi) вә сара гилберт (Sarah Gilbert) қатарлиқ кишиләргә бәрди.

испанийәдә 1981-йилидин тартип тарқитилған мукапатлар, һазирқи падишаһ фелипниң дадисиниң орниға 2014-йили тәхткә чиқип вәлиәһди болған чоң мәликә лейонорниң намида <<астурийас мәликиси>> дәп аталған иди.

<<астурийас мәликиси>> мукапати сәккиз категорийәдә тарқитилиду. мукапатқа еришкәнләргә, хоән мирониң кичик һәйкәл минйатори, диплом, изнәк вә 50 миң йавро берилиду.

мукапат тарқитиш мурасими бүгүн (2021-йили 22-өктәбир) кәчтә испанийәниң шималиға җайлашқан астурийас райониниң овидо (Oviedo) шәһиридики кампоамор (Campoamor) тийатирида шәһиридә өткүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر