кечидә 7-6 саәт йахши ухлаш йүрикиңизгә пайдилиқ

7-6 саәтлик йахши кечилик уйқуниң, йүрәкниң саламәтлики үчүн пайдилиқ икәнлики билдүрүлди.

1635315
кечидә 7-6 саәт йахши ухлаш йүрикиңизгә пайдилиқ

түркийә авази радийоси хәвири: америка йүрәк кесәлликлири институтиниң илмий муһакимә йиғинида сунулған бир тәтқиқат мақалисидә, кечилири 7-6 саәт ухлиған кишиләрниң, униңдин аз йаки көп ухлиған кишиләргә қариғанда йүрәк вә паләч кесилигә муптила болуш еһтималиниң төвән болидиғанлиқи илгири сүрүлди.

америкада 2005-йилидин 2010-йилиғичә болған арилиқта елип берилған тәкшүрүш доклатида қәйт қилинишичә, тәкшүрүшкә қатнашқан 14 миң 79 нәпәр оттура йашлиқ кишиниң мәлуматлирини анализ қилған тәтқиқатчилар, уларни кечилик уйқу вақтиға асасән үч категорийәгә айрип, томур қетишишқа мунасивәтлик йүрәк кесәлликлирини тәкшүрүп, тәтқиқ қилған. нәтиҗидә, уйқу вақти билән йүрәк саламәтлики оттурисида муһим бағлинишниң барлиқини байқиған.

тәтқиқатчиларниң мәсули доктор картик гупта (Kartik Gupta) тәтқиқат нәтиҗисидә, алтә саәттин аз йаки йәттә саәттин артуқ ухлиған қатнашқучиларниң йүрәк кесилигә мунасивәтлик амиллиридин өлүм амилиниң әң көп икәнликини билдүрди.

у пәқәт уйқу миқдариниңла әмәс, бәлки уйқуниң йахши болуш-болмаслиқи вә чоңқурлуқиниңму муһим икәнликини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر