93-нөвәтлик оскар мукапатлири тарқитилди

кино-филим дунйасиниң әң даңлиқ мукапатлиридин бири болған оскар мукапатлири лос-анжелис шәһиридә тарқитилди.

1628417
93-нөвәтлик оскар мукапатлири тарқитилди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң лос-анжелис шәһиридики долби (Dolby) тийатирида оскар мукапатлирини тарқитиш мурасими өткүзүлди.

мурасимда, «номадләнд» филими, әң йахши филим мукапатиға еришти. әң йахши режиссор мукапатиға, «номадләнд» филиминиң режиссори хитай миллитидин болған чло җав еришти.

чло җав 93-нөвәтлик оскар мукапатлири әнәнисидә «әң йахши режиссор» мукапатиға еришкән иккинчи айал режиссор болуп қалди.

чло җав мурасимда: «бу мукапатни қанчилик җапалиқ болушидин қәтийнәзәр, көңлидики йахшилиқни вә бир-бириниң ичидики йахшилиқни әмәлгә ашуруш үчүн җасарәт һәмдә ишәнчкә игә болғанлар үчүн алдим» деди.

«номадләнд» филимидә рол алған фирансис мак дорманд (Frances McDormand) «әң йахши айал артис» мукапатиға, «ата» филимидә баш рол алған антони хопкинс (Anthony Hopkins) «әң мунәввәр әр артис» мукапатиға еришти.

минари филимидә рол алған йу җуңйон «әң йахши йардәмчи айал артис» мукапатиға, «йәһуда вә қара мәсиһ» филимидә рол алған данийал калуйа (Daniel Kaluuya) «әң йахши йардәмчи әр артис» мукапатиға еришти.

данийәниң «Another Round» филими, әң йахши хәлқаралиқ филим» мукапатиға еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر