доһада «ислам дунйаси мәдәнийәт пайтәхти» фестивали башланди

қатарниң пайтәхти доһада «2021 – йиллиқ ислам дунйаси мәдәнийәт пайтәхти» фестивали башланди.

1597695
доһада «ислам дунйаси мәдәнийәт пайтәхти» фестивали башланди

түркийә авази радийоси хәвири: қатар мәдәнийәт министири салаһ бин ғаним әләли, қатар мәдәнийәт кәнти вә ислам сәнәт музейиниң ечилиш мурасимида қилған сөзидә, ислам җуғрапийәсидин йавропағичә тарқалған илим-пән вә сәнәтниң һәрқайси саһәлиридә көплигән муһим әсәрләрниң барлиқини, латин тилиға тәрҗимә қилинған бу әсәрләрниң, дунйа университетлириниң асаслиқ мәнбәлиригә айланғанлиқини әскәртти.

қатар баш министири шәйх халид бин хәлифә бин абдуләзиз ассани болса, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, дөлитиниң мәдәнийәт вә ислам мираслириға болған етиқадий йилтизлириниң интайин чоңқурлуқини әскәртиш билән бир вақитта, бу даиридә, онларчә лайиһәниң ишқа ашурулушини қоллаватқанлиқини тәкитлиди.

«2021 – йиллиқ ислам дунйаси мәдәнийәт пайтәхти» паалийәтлири,  исламий маарип , илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати (ISESCO) билән қатар мәдәнийәт вә тәнтәрбийә министирлиқидин сирт йәнә, дөләттики нурғун министирлиқ вә органларниң қатнишиши билән өткүзүлиду.

ISESCO тәрипидин, 2005-йили ишқа кириштүрүлгән «ислам дунйа мәдәнийәт пайтәхти» лайиһәси даирисидә, талланған пайтәхтләрдә йил бойи түрлүк мәдәнийәт паалийәтлири өткүзүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر