германийәдә мусулманларға сайламларға қатнишиши чақириқ қилинди

германийә мусулманлар мәркизий кеңишиниң рәиси айман мазйек бу йилниң германийәдә дәриҗидин ташқири сайлам өткүзүлидиған бир йил икәнликини байан қилип, дөләттики мусулманларни сайламларға қатнишишқа чақирди.

1590262
германийәдә мусулманларға сайламларға қатнишиши чақириқ қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: мазйек, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, бу йил германийәдә һәм өлкилик һәм омумий сайламларниң  өткүзүлидиғанлиқини әскәртип, тәхминән 2 милйон мусулман сайлиғучиниң сайламға қатнишиши керәкликини қәйт қилди, һәмдә бу мәқсәттә «мениң авазим муһим» шоари астида сәпәрвәрлик паалийәтлири елип беришқа башлиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «биз германийәниң бир парчиси һесаблинимиз, сәпәрвәрлик паалийәтлиримиз арқилиқ демократийә вә асаслиқ әркинликләр тәрәпдари икәнликимизни намайән қилмақчимиз, ишлитилмигән һәр бир аваз германийәни парчилашқа урунуватқан оңчил вә авамчиларға берилгән болиду.»

игилинишичә, германийәдә федератсийә парламент сайламлири 26-сентәбир өткүзүлидикән. буниңдин башқа йәнә, бу йил 6 охшимиған өлкидиму парламент сайламлири өткүзүлидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر