й т б кишилик һоқуқ бойичә тәрбийәләш курси ачиду

чәт әлдики түркләр вә туғқан хәлқләр идариси — й т б, чәт әлләрдики түркийә пуқралири вә көк картлиқ оқуғучиларға интернет муһитида «кишилик һоқуқ тор маарипи пирограммиси» орунлаштуриду.

1589837
й т б кишилик һоқуқ бойичә тәрбийәләш курси ачиду

түркийә авази радийоси хәвири: чәт әлдики түркләр вә туғқан хәлқләр идариси — й т б  байанат елан қилип,  29 - 31 - март күнлири өткүзүлидиған пирограмма арқилиқ чәт әлләрдә йашаватқан йашларға кишилик һоқуқ, кәмситиш, өчмәнлик җинайәтлири, йавропа кишилик һоқуқ мәһкимиси вә алақидар хәлқаралиқ тәшкилатларниң хизмәт қурулмиси вә функсийәлири тоғрисида нәзәрийәви тәлим – тәрбийә берилидиғанлиқини уқтурди.

байанатта, дәрсләр түркчә өтүлидиған тәлим – тәрбийә пирограммисиға чәт әлләрдә йашайдиған 30 йаштин төвән түркийә пуқралири йаки көк картлиқ иҗтимаий пән факултетлириниң үчинчи, төтинчи йиллиқлирида оқуйдиған оқуғучилири билән аспирантларниң илтимас қилса болидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта көрситилишичә, пирограммиға 14 – мартқичә илтимас қилғили болидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر