йуқумланған ана туғқан бовақта антитела байқалди

булғарийәдә вухән вируси(Kovid-19) билән йуқумланған бир ана туғқан бовақта антителаниң тәрәққий қилғанлиқи ениқланди.

1567176
йуқумланған ана туғқан бовақта антитела байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: булғарийә таратқулиридики хәвәрләргә қариғанда, 5-йанвар (2021) булғарийәниң шәрқий җәнубиға җайлашқан пазарҗик шәһиридә 28 йашлиқ ана йорданка брандийиска (Yordanka Brandiyiska) оператсийә арқилиқ 2.750 килогирам еғирлиқта бир бовақ туғқан.

 дохтурлар елип берилған синақларда бовақниң вухән вирусиға қарши антитела пәйда болғанлиқини байқиған.

 ана йорданка брандийисканиң ейтишичә, у һамилидар болуп йәттә ай болғанда бир қетимлиқ саламәтлик тәкшүрүшидә вирус билән йуқумланғанлиқи ениқланған.

вирусниң һамилиниң йетилишигә пассип тәсир көрсәткәнликини баһанә қилип, оператсийә арқилиқ туғқанлиқини байан қилған брандийиска, бовақниң вирусқа қарши антитела пәйда қилғанлиқидин хушал болғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر