канадалиқ бир астроном насаниң ай пирограммисиға қатнишиду

америка аләм қатниши идариси-наса(NASA) 2023-йилида әмәлгә ашурулидиған ай пирограммисиға канадалиқ бир астрономниң қатнишидиғанлиқини елан қилди.

1547291
канадалиқ бир астроном насаниң ай пирограммисиға қатнишиду

түркийә авази радийоси хәвири: канада йеңилиқ йаритиш, билим вә санаәт министири навдип бейнис (Navdeep Bains) ахбарат елан қилиш йиғинида, америка билән канадалиқ бир астрономни ай пирограммисиға киргүзүш мәсилисидә келишим имзаланғанлиқини ейтти.

у: «бизниң бир астрономимиз айда сайаһәт қилидиған тунҗи канадалиқ болиду вә пүткүл көзләр асманға қарайду. канада аполло пирограммисидин буйан тунҗи қетим америка билән айға адәм чиқириш пирограммисида биргә болиду. бу канадани америкадин кейин, чәксиз аләмгә астроном әвәткән иккинчи дөләткә айландуриду» деди.

наса «артемис» (Artemis) дәп атиған пирограмма рамкисида, 2023-йили айға аләм аппарати әвәтидиғанлиқини елан қилған иди.

һазирму канаданиң наса пирограммисиға қатнашқан төт астрономи бар.

министир навдип бейнис артемис пирограммисиға қатнишидиған астрономниң исмини ашкарилимиди. астрономларниң ай йүзигә қәдәм басмайдиғанлиқини, пәқәт әтрапида чарлаш елип баридиғанлиқини әскәртти.

артемис пирограммиси айни чарлаш вә кәлгүсидә марсқа қилидиған сәпәрни мумкин қилиш үчүн айда йеңи хәлқаралиқ аләм понкити қуруш мәқситини өз ичигә алиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر