айда су тепилди

америка аләм қатниши идариси-наса (NASA) айниң қуйашқа қарайдиған йүзидә су тепилғанлиқини елан қилди.

1516667
айда су тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: наса айниң қуйашқа қарайдиған йүзидә су тепилғанлиқи тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта: «инфра қизил астрономийә стратосфера рәсәтханиси айниң қуйашқа қарайдиған йүзидә су барлиқи тунҗи қетим тоғриланди. мәзкур байқаш айниң һәр тәрипигә  суниң тарқалған болуши мумкинликини, соғуқ вә көләңгә чүшидиған җайлар билән чәкләнмәйдиғанлиқини көрситип бериду» дейилди.

колорадо универстети астро физика пирофессори павул хайн (Paul Hayne) вә достлири насаниң сүний һәмраһи тартқан көрүнүшләрни тәтқиқ қилип қолға кәлтүргән нәтиҗиләргә асасланғанда, музлуқлар тәхминән 40 миң кивадрат километирлиқ җайни йаки ай йүзиниң тәхминән %0.1 ни қаплайдикән.

пирофессор павул хайн: «буниңдин бурун байқалмиған музлуқлардин милйардларчә барлиқини көрәләймиз. музларни чиқириш үчүн пурсәтләр бар. айда астрономлар еһтийаҗлиқ болидиған шәйийләр нуқтисидин ейтқанда, буни инқлаб хусусийитигә игә дәп ойлаймиз» деди.

наса «артемис» (Artemis) намлиқ пирограмма даирисидә, 2024-йили айға бир әр вә бир айал астроном әвәтишни пилан қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر