й т б көңүлдин көңүлгә йол бина қиливатиду

чәт әлдики түркләр вә қериндаш хәлқләр идариси-й т б (YTB) ниң башлиқи абдуллаһ әрән түркийәниң бәргән оқуш мукапати нәтиҗисидә, көңүлдин көңүлгә йол бина қилинғанлиқини ейтти.

1463876
й т б көңүлдин көңүлгә йол бина қиливатиду
ytb mezuniyet.jpg
ytb mezuniyet.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт әнқәрәдә й т б саһибханлиқида «9-қетимлиқ хәлқаралиқ оқуғучилар оқуш пүттүрүш мурасими» өткүзүлди.

й т б башлиқи абдуллаһ әрән мурасимда сөз қилип, й т б ниң хәлқаралиқ оқуғучиларни оқушниң һәр саһәсидә қоллаватқанлиқини билдүрди.

у: «түркийә болуш сүпитимиз билән, оқуш мукапатини маддий җаваб күтүп қилмаймиз. шүбһисизки бу оқуш мукапатлири нәтиҗисидә көңүлдин көңүлгә йол бина қилимиз» деди.

бу йил (2020) түркийәдә оқуш пүттүргән 2 миң 500 чәт әллик оқуғучиға вә дунйаниң охшимиған дөләтлиридә оқуш пүттүргән 150 миң әзаси бар «түркийәдә оқуш пүттүргәнләр җәмийити» ниң оқуғучилириға хитаб қилип: «биз силәрдин шуни төвәнчилик билән сораймиз؛ биринчиси оқуш пүттүргәндин кейин аиләңләргә, әтрапиңлардикиләргә вә мәмликитиңларға пайдилиқ болуңлар. иккинчиси, түркийә вә дөлитиңлар оттурисидики мунасивәтләрниң тәрәққий қилдурулушиға һәссә қошуңлар. үчинчиси, түркийәниң дунйави адаләт вә виҗдан күришини халислиқ билән қоллаңлар. силәр түркийәниң иҗтимаий тарихида орнуңларни таптиңлар. әмди түркийә силәрниң иккинчи вәтиниңлар. силәрни һәр қачан түркийәдә күтимиз» деди.

у бу йил оқуш пүттүргән оқуғучиларни 30 ға йеқин дөләттә 150 миңдин артуқ әзаси бар «түркийәдә оқуш пүттүргәнләр җәмийити» гә тизимлитишни тәвсийә қилди.

у сөзини ахирлаштуруп, универстетларда йуқири нәтиҗә билән оқуш пүттүргән 11 оқуғучиға һәдийә тәқдим қилди. арқидин мурасимға қатнашқан оқуғучиларға қаритип шиләписини атти.

мурасим түркийә оқуш мукапатлири сәнәт җәмийитиниң орунлишидики музика вә тамақ зийапитидин кейин, оқуш пүттүргән оқуғучиларниң аилилири әвәткән видеоларни көрситиш билән ахирлашти.       



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر