«токйо җамәси» дә 15 – ийул шеһитлири үчүн қуран оқулди

йапонийәниң пайтәхтидики «токйо җамәси» дә «15 – ийул демократийә вә миллий бирлик күни» мунасивити билән җүмә намизи һарписида қуран кәрим оқулди.

1456776
«токйо җамәси» дә 15 – ийул шеһитлири үчүн қуран оқулди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң токйо әлчиханисиниң саһибханилиқида ишқа ашурулған қуран кәрим оқуш пирограммисиға, баш әлчи һәсән мурат мәрҗан, йапонийәдики түрк аммиви тәшкилатларниң вәкиллири, академиклар вә «токйо җамәси» җамаити иштирак қилди.

«токйо җамәси» ниң имами вә хатби муһәммәд рифат чинар, 2016 – йили 15 – ийул күни фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң хаинларчә һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуши җәрйанида шеһит болғанлар үчүн қуран кәрим оқуди.

у, қуран оқушни тамамлиғандин кейин қилған дуасида, мусулман милләтләргә бәхт - саадәт вә әқил - парасәт тилиди. җүмә намзидин кейин җамаәткә түрлүк икрамлар қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر