җумһур рәислик мәһкимисидә 15 - ийулға беғишлап консерт ойуштурулди

җумһур рәислик мәһкимисидә 15 – ийул демократийә вә миллий бирлик күниниң 4 – йилиға беғишлап мәхсус консерт орунлаштурулди.

1455324
җумһур рәислик мәһкимисидә 15 - ийулға беғишлап консерт ойуштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң орунлаштуруши билән көлчәклик бағчида өткүзүлгән консертта, даңлиқ пийанино артиси вә музикант фаһир атакоғлуниң миллий күрәш роһини нотиларға сиңдүргән «15 – ийул дастани» намлиқ музикисиму тунҗи қетим аңлиғучиларниң һузуриға сунулди.

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати (фәтө) һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунған кечиниң әң муһим пәйтлирини вә орунлирини нотиларға сиңдүргән музика, «хийанәт, шәрәп, мармарис, сәла, чақириқ, баш қомандан, милләтниң өйи, шеһитләр көврүки вә демократийә қаравули » қатарлиқ бөлүмләрдин тәшкил тапти.

атакоғлуға консертта җумһур рәислик мәһкимиси симфонийә оркестираси вә күлтүр вә сайаһәт министирлиқи гүзәл сәнәтләр мудирийити дөләт көп авазлиқ ансамбили билән даңлиқ тәсәввуп музикиси сәнәтчиси сами савни өзәрму тәңкәш қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر