бүгүн кәчтә истанбул пәтһи қилинғанлиқиниң 567 йиллиқи тәбриклиниду

истанбул пәтһи қилинғанлиқиниң 567 – йилини хатириләш күни түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған иштирак қилидиған мәхсус пирограмма арқилиқ тәбриклиниду.

1425742
бүгүн кәчтә истанбул пәтһи қилинғанлиқиниң 567 йиллиқи тәбриклиниду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «истанбул пәтһи қилинғанлиқиниң 567 йиллиқини хатириләш күнидә хәлқимиз билән бирликтә наһайити гүзәл пирограммиларға гуваһ болимиз» дәп җамаәтчиликкә елан қилған «истанбулниң пәтһи қилинған күнини хатириләш пирограммиси»ниң тәпсилатлири ортақлишилди.

истанбул пәтһи қилинғанлиқиниң 567 – йилини хатириләш күни түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған иштирак қилидиған мәхсус пирограмма арқилиқ тәбриклиниду.

алди билән йәлкәнлик кемиләр федератсийәси «29 – май истанбул боғузи пәтһигә һөрмәт параттин өтүш паалийити»ни орундайду؛ кемиләр хубәр сарийиниң алдидин өтүш җәрйанида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанғиму салам бериду.

топкапи сарийида өткүзүлидиған йәнә бир мәхсус паалийәттә, дунйаниң әң қәдимий вә әң һәшәмәтлик армийә үмики болған дөләт мудапиә министирлиқи мәһтәран бирлики вә сәнәтчи арсланбәк султанбеков тунҗи қетим бу алаһидә күн мунасивити билән бирликтә мәһтәр маршини ейтиду.

җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси йутийуб қанили вә иҗтимаий таратқудики адреслири арқилиқ түркийә вақти саәт 19:00 да истанбулниң пәтһи қилинишини хатириләш паалийити алаһидә консертини тарқитиду.

түркийә вақти саәт 19:00 да түркийә оқйачилар вәхпиниң пәтһи лоңқисини талишиш мусабиқсии өткүзүлиду. қуран кәрим тилавити вә пәтиһ дуаси билән башлинидиған паалийәттә, әнәниви түрк оқйачилиқи һәл қилғуч мусабиқисниң мукапат тарқитиш мурасими билән бирликтә түркийә миқйасида өткүзүлгән «истанбулниң пәтһи» темилиқ шеир деклиматсийә қилиш мусабиқисидә биринчиликкә еришкүчи син көрүнүшлүк шеир деклиматсийә қилиду.

җумһур рәис әрдоған түркийә вақти саәт 20 дин 53 минут өткәндә син көрүнүшлүк һаләттә иштирак қилидиған паалийәттә, мәһтәран әтритиниң номурлири, нур чақниш ойунлири вә етилдақ етиш номурлириму көрситилиду.

фәтиһ паалийити саәт 21:30 да мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министирлиқиниң рийасәтчиликидә айасофйада давамлаштурулиду.

паалийәт, фатиһ султан мәһмәтниң истанбулни пәтһи қилғанда кемиләрни өткүзгән қуруқлуқ йолини бойлап айасофйағичә созулған йөнилишкә даир көрүнүшләр билән башлиниду.

айасофйа ичидә фәтиһ сүрисини оқуш давамлаштурулидиған паалийәттин кейин фәтиһ дуаси қилиниду.

җумһур рәис әрдоған йәнә син көрүнүшлүк һаләттә иштирак қилидиған бу паалийәттә, айасофйаниң алдиға орунлаштурулған супа үстидә истанбулниң пәтһи темилиқ номурлар көрситилиду.

фәтиһ паалийити, тарихий йерим аралдики етилдақ етиш номурлири билән ахирлишиду.

паалийәтләрниң һәммиси җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң йутийуб қаналлири билән иҗтимаий таратқулардики адреслири вә телевизийә қаналлирида биваситә тарқитилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر