дунйадики ататүркниң исми берилгән җайлар

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «дунйадики ататүркниң исми берилгән җайлар» дегән темидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1420249
дунйадики ататүркниң исми берилгән җайлар
Atatürk Anıtı İsrail.jpg
küba atatürk anıtı.jpg

дунйаниң нурғун дөләтлиридә ататүркниң нами берилгән җайларниң барлиқини аңлиғанмидиңиз?

дунйа миқйасида һөрмәткә сазавәр бир лидер болған ататүркниң исми йавропа дөләтлириниң сиртида һиндистандин мексикағичә, йапонийәдин тунисқичә, перудин йеңи зеландийәгичә болған җайлардики абидиләр, һәйкәлләр йаки җайларда йашнимақта.

бу дөләтләрниң бири болған чилиниң пайтәхти сантийагода шәһәрлик һөкүмәт, шәһәр аһалисиниң үлгә қилиши үчүн шәһәрдики бир бағчиға ататүркниң сөзлири йезилған бир  қапартма нәқишлиқ ләвһә йасатқузған болуп, униңға «түркийә җумһурийитиниң қурғучиси, вәтининиң пидакар вә садиқ хизмәткари, тәңдашсиз қәһриман, инсанийәт идеалиниң җанлиқ үлгиси... пүтүн һайатини түрк миллитигә бәхшәндә қилған болуп, хәлқигә өз роһини вә отини бәргән. униң хатириси миллитиниң роһини лавулдитип туруватқан өчмәс сүпитидә йашимақта!» дегән сөзләргә орун берилгән.

исраилийәниң йеһуд шәһиридә мустапа камал ататүрккә беғишлап йасалған бир хатирә тешиға ататүркниң «йуртта сулһ, җаһанда сулһ» дегән сөзи йезилған болуп, у сөзниң астиғила «түрк миллити вә түркийәни йахши көридиған исраилийә хәлқи сәндин мәңгү миннәтдардур» дегән җүмлә илавә қилинған.

кубадики тунҗи вә бирдинбир чәт әллик дөләт әрбабиниң һәйкилиму ататүрккә аиттур. тунҗи һәйкәлниң астиға түрк вә испан тиллирида «түркийә җумһурийитиниң қурғучиси - йуртта тинчлиқ, дунйада тинчлиқ» дәп йезилған. 2011-йили куба дөләт әрбаблириниң тәлипигә асдасән, һәйкәлтирашч мәтин йурданур тәрипидин йасалған иккинчи ататүрк һәйкили болса, пайтәхт һавананиң әң җәлпкар  җайлириниң бири болған пуерто кочисидики бағчиға қойулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر