әзәрбәйҗанда қануни султан суләйман дәвригә аит бир һөҗҗәт тепилди
әзәрбәйҗан дөләтлик пәнләр академийәси қолйазмилар институтиниң архипидин қануни султан суләйман дәвригә тәвә бир «мүлүкнамә» тепилди.
түркийә авази радийоси хәвири: қануни султан суләйманниң мөһүри бар болған, дивани хәт нусхиси билән османли түркчисидә йезилған һөҗҗәт, анадолу вә румәлидә бәзи кишиләргә падишаһ тәрипидин земин берилиши мәсилиси тема қилидикән.
«һибәнамә» йаки «мүлкнамә» дәп атиливатқан һөҗҗәт, қара, алтун вә көк рәңләр ишлитилип 1566 – йили истанбулда йезилған болуп, кәңлики 30, узунлуқи 180 сантемир келидиған һөҗҗәтниң астида өз дәвриниң вәзирлири пәртәв паша вә фәрһат паша билән қази әскәрләр әһмәд әпәнди билән һусәйин әпәндиниң имзалири бар икән.
қолйазмилар институтиниң муавин башлиқи пирофессор доктор паша кәримов байанат берип, һөҗҗәтниң архипқа қачан вә қандақ кәлгәнликиниң ениқ әмәсликини ейтти.
түркийәдики архипларда османли дөлитиниң 10- падишаһи қануни султан суләйман дәвригә аит мушуниңға охшап кетидиған һөҗҗәтләрниң барлиқини билдүргән кәримов, әзәрбәйҗан архипидиму бундақ бир һөҗҗәтниң тепилишиниң өзлирини сөйүндүргәнликини билдүрди.
«мүлкнамә»ниң османли қанун тарихи тәтқиқатлириға нисбәтән муһим бир материйал икәнликини қәйт қилған кәримов, һөҗҗәтни әслигә кәлтүридиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.