әрдоғанға иккинчи қетим «дунйави мунәввәр мусулман мукапати» берилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға иккинчи қетим «дунйави мунәввәр мусулман мукапати» берилди.

1338850
әрдоғанға иккинчи қетим «дунйави мунәввәр мусулман мукапати» берилди
erdogan muslim news nigeria.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрбий африқа дөлити нигерийәдә чиқидиған «Muslim News Nigeria» гезитиниң тәһрири рашид әбубәкир, 2018 – йилиму бу мукапатниң җумһур рәис әрдоғанға берилгәнликини әскәртип, «һәм ислам дунйасидики һәм хәлқара җәмийәттики бәс – муназирисиз тәсири вә күчи сәвәбидин бу йилму әрдоған биринчи рәттин орун алди» деди.

әбубәкир, җумһур рәис әрдоғанниң һәрдаим езилгән мусулманларниң йенида турғанлиқини билдүрүп, «әрдоған сүрийә, бирма, кәшмир вә пәләстин мәсилилиридә һәрдаим садасини йаңратти» дегәнләрни қәйт қилди.

у, җумһур рәис әрдоғанниң куала лумпур башлиқлар йиғинидиму мусулманларниң бирлик вә баравәрлики үчүн тиришчанлиқ көрсәткәнликини қәйт қилди.

иккинчилик мукапати малайшийа баш министири маһатир муһәммәдкә, үчинчилик мукапати теги – тәкти сомалилиқ мусулман палата әзаси илхан өмәргә, төтинчиси болса, гамбийә пирезиденти адама барровға берилди. мукапатниң бәшинчиси теги – тәкти түркийәлик герман путболчи мәсут өзилға берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر