һиндонезийәдә йәр тәвриди

һиндонезийәниң шималиға җайлашқан малуку иштатида 5.3 бал йәр тәвригәнлики елан қилинди.

1338359
һиндонезийәдә йәр тәвриди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийә метерологийә, килимат вә гео физика идариси малуку иштатиға қарашлиқ тобело шәһириниң ғәрбий шималиға 91 километир келидиған деңиз тәвәликидә йәрдин 23 километир чоңқурлуқта йәр тәвригәнликини елан қилди. бирақ, йәр тәвәштә өлүм-йетим һадисилириниң көрүлгән йаки көрүлмигәнлики тоғрисида мәлумат берилмиди.

деңиз ташқинидин агаһландуруш мәркизиму йәр тәврәштин кейин, деңиз ташқини тоғрисида агаһландурмиди.

2019-йили 26-сентәбир малуку иштатиниң мәркизи амбонда 6.8 бал йәр тәвригән вә 36 киши җенидин айрилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر