«тәлкари» һәққидә немиләрни билисиз?

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «тәлкари» ға даир учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1240872
«тәлкари» һәққидә немиләрни билисиз?

тәлкари һәққидә немиләрни билисиз?

түркийә авази радийоси: тәлкариниң, миңларчә йил муқәддәм анадолуда – мардинда оттуриға чиққан бир сәнәт икәнликини аңлиғанмидиңиз?

тәлкари, инчикә һаләткә кәлтүрүлгән алтун йаки күмүш сим билән үч өлчәмлик көрүнүш шәкилләндүридиған шәкилдә хилмухил нәқишләрни чиқиридиған бир хил зәргәрлик сәнитидур. у, анадолуниң мардин районида апиридә болуп тәрәққий қилған қул һүнәрвәнчилики һесаблиниду. тәлкарида сәнәткар ишлитидиған барлиқ нәрсиләрни өзи тәййарлайду. барлиқ һүнәрвәнчилик ишлири түгигәндин кейин уста, вақти вә өз имзасини әсәрниң муһим бир йеригә чүшүриду. қол қәлими билән парқиритиш усули, сани күнсери азийиватқан мардинлиқ устиларниң бир әнәниси сүпитидә һазирму давамлашмақта.

археологийәлик қезилмиларға қариғанда, күмүш тәлкариниң өтмүши миладидин бурунқи үчинчи әсиргичә созулиду. бу сәнәт, бир әнәнә сүпитидә миссопотамийә тәвәликидә йашайдиған сурйанилар тәрипидин заманимизғичә давамлаштурулди. османлилар дәвридә алаһидә раваҗ тапқан тәлкари, у чағлардиму сурйанилар билән бир гәвдилишип кәткән бир сәнәт дәп қарилатти. йеқинқи чағларғичә бу хил қараш күчкә игә иди. бирақ, йеқинқи йилларда сурйанилар билән бирликтә мусулманларму бу сәнәт билән шуғуллинишқа башлиди.

 

мәнбә: мунасивәтлик тор бәтләр



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر