15-ийул тоғрисида видео тәййарланди

15-ийул фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәрбий-сийасий өзгириш қозғаш вә һакимийәтни игәлливелиш урунушиниң 3-йиллиқи үчүн йәттә тилда видео тәййарланди.

1231920
15-ийул тоғрисида видео тәййарланди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи учур-алақә мудири пирофессор доктор фаһрәттин алтун твиттер учур һәмбәһирләп, 15-ийул демократийә вә миллий бирлик күни даирисидә, түркчидин башқа, инглизчә, русчә, немисчә, финсузчә, испанчә вә әрәбчә қатарлиқ йәттә тилда видео тәййарланғанлиқини билдүрди.

«вәтән бизнниң, ирадә бизниң» темисида вә 15-ийул хаинларчә қилинған һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитини чүшәндүргән видеоларға «http://15temmuz.gov.tr» адресидин көргили болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر