германийәдә җамәләр һуҗумға учриди

германийәдә икки җамә зораванларниң  һуҗумиға учриди.

1215928
германийәдә җамәләр һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: германийәниң бремен шәһиригә җайлашқан «рахман җамәси» дә тәхминән 50 данә қуран кәрим вәйран қиливетилди, кассвелдики мәркәз җамәсиму ташлиқ һуҗумға учриди.

германийәниң һессен өлкисиниң кассел шәһиридики түрк – ислам бирлики тәшкилатиға қарашлиқ мәркәз җамәси намәлум киши йаки кишиләрниң һуҗумиға учриди.

кассел мәркәз җамәси җәмийитиниң башлиқи сәйфәттин әрйөрүк, җамәләрниң җамаәт йоқ вақитта ташлиқ һуҗумға учриғанлиқини, һуҗумда җамәниң дәризилириниң чеқилип кәткәнликини әскәртиш билән бир вақитта, һуҗумни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрди, һәмдә җавабкарларниң әң қисқа вақит ичидә қолға чүшүрүлүшини тәләп қилди.

алдинқи йиллардиму мәзкур җамә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к тәрәпдарлириниң һуҗумиға учриған, лекин җавабкарлар қолға чүшмигәниди.

бременда болса башқуруш һәйитидә афғанистанлиқлар вә пакистанлиқлар көп санлиқни тәшкил қилидиған «рахман җамәси» дә тәхминән 50 данә қуран кәрим йиртип ташланған, бир қисми халаға ташливетилгәниди.

қәбиһ һуҗум сәвәбидин бременда  йашаватқан мусулманлар аммиви ортақлишиш тор бәтлиридики сәһипилиридә буниңдин толиму әпсуслинидиғанлиқлирини билдүрди һәм наразилиқлирини ипадилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر