измирдики нато иштабида мурасим өткүзүлди

нато (шималий атлантик әһди тәшкилати) иттипақдаш қуруқлуқ армийә генерали җон с. сомсон: «бүгүн бизни чоң җәһәтләрдин қоллиған түркийәгә саһибханлиқи сәвәбидин тәшәккүр ейтимән» деди.

1177250
измирдики нато иштабида мурасим өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: нато иттипақдаш қуруқлуқ армийә генерали җон с. сомсон (John C. Thomson), түркийә билән италийәниң натоға 1953-йилидин тартип изчиллиқ билән саһибханлиқ қилған дөләтләр икәнликини билдүрүп: «бүгүн (4-апрел) бизни чоң җәһәтләрдин қоллиған түркийәгә саһибханлиқи сәвәбидин тәшәккүр ейтимән» деди.

измир буҗадики нато иттипақдаш қуруқлуқ армийә қоманданлиқ иштабида нато қурулғанлиқиниң 70-йиллиқи мунасивити билән мурасим өткүзүлди.

җон с. сомсон мурасимда қилған сөзидә, натониң әң күчлүк вә мувәппәқийәт қазанған иттипақ икәнликини билдүрди. у өзини мустәқиллиққә, ортақ мәниви байлиқлар вә коллектип мудапиәгә атиған иттипақниң бир парчиси болуштин шәрәплик һес қилидиғанлиқлирини әскәртип, түркийәниң 1952-йили иттипаққа әза болуши билән, натониң измирда мәвҗут болуп турушиниң башланғанлиқини хатириләтти. у мундақ деди:

«шу чағдин тартип бу гүзәл шәһәр бир қатар қоманданлиқ иштаблириға саһибханлиқ қилди. нато иттипақдаш қуруқлуқ армийә қоманданлиқ иштаби буларниң ичидики бирси һесаблиниду. түркийә билән италийә 1953-йилидин тартип изчиллиқ билән саһибханлиқ қиливатқан икки дөләт. бүгүн (4-апрел) бизни чоң җәһәтләрдин қоллиған түркийәгә саһибханлиқи сәвәбидин тәшәккүр ейтимән.»

у соғуқ урушниң ахирлишиши билән иттипаққа йәнә 13 дөләтниң әза болғанлиқини вә әза саниниң 29 ға чиққанлиқини, тинчлиқ үчүн шериклик лайиһәси даирисидә 44 һәмраһ дөләтниңму иттипақ билән һәмкарлиқ орнатқанлиқини қәйт қилди.

сомсонниң сөзи ахирлашқандин кейин, қоманданлиқ иштабидики йеши әң чоң, әң йаш вә әң тәҗрибилик пенсийонир нато хадимидин тәшкилләнгән бир гуруппа, нато қурулғанлиқиниң 70-йиллиқи мунасивити билән тәййарланған тортни қиличта кәсти.

мурасимға, нато иттипақдаш қуруқлуқ армийә қоманданлиқ иштабидики түркийәлик әң пешқәдәм офитсер вәкили мәһмәт топрақ қатнашти. мурасим даирисидә, нато қисмидики әскәр вә мәмурий хадимлардин тәшкилләнгән командилар, һәр хил тәнтәрбийә вә билим мусабиқилири өткүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر