иранда тәхминән 5000 йиллиқ инсан искилити тепилди

иранниң шималида елип берилған қезип тәкшүрүштә бир қизниң тәхминән 5000 йиллиқ тарихқа игә искилити тепилди.

1146635
иранда тәхминән 5000 йиллиқ инсан искилити тепилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: иранлиқ оқуғучилар хәвәр агентлиқи «İSNA» мазәндәран өлкисидә иран қезип тәкшүрүш әтритиниң бир қиз өсмүрниң тәхминән 5000 йиллиқ искилитини тапқанлиқни елан қилди.

архиологийә әтрити башлиқи муһәммәд фазли: «мазәндәран өлкисигә қарашлиқ бабол шәһиридә елип берилған қезип тәкшүришимиз нәтиҗисидә, бойниға сәдәф вә башқа таштин йасалған зибу зиннәт бойумлири есилған, 1314 йаш әтрапидики бир қиз өсмүрниң искилитини таптуқ. бу искилитниң 3000 йилдин 5000 йилғичә тарихқа игә икәнликини тәхмин қилмақтимиз» деди.

муһәммәд фазли мазәндәрандики қезип тәкшүрүш хизмәтлирини давамлаштуридиғанлиқини билдүрди. районда хәзинә оғрилириниңму рухсәтсиз қезип тәкшүрүшләр билән шуғуллиниватқанлиқини әскәртип, бу әһвалларниң хизмәтләрни қейинлаштурғанлиқини тәкитлиди.

иранда тунҗи архиологийәлик қезип тәкшүрүш 1850йиллири йавропалиқларниң рәһбәрликидә суса районида елип берилған иди. иран әйни чағларда пүтүн қезип тәкшүрүш рухситини фирансийәлик тәтқиқатчиларға беривәткән иди.

иранда тунҗи йәрлик қезип тәкшүрүш хизмәтлири болса, 1973йили теһран университети вә иран бастан музийи рәһбәрликидә башланған иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر