истанбулда көврүкләр сөсүн рәңгә пүркәнди

истанбулниң символлиридин «15 – ийул шеһитлар көврүки», «фатиһ султан мәһмәт көврүки» вә «йавуз султан селим көврүки» түнүгүн «дунйа епилепсийә (тутқақлиқ кесили) күни» мунасивити билән сөсүн рәң билән йорутулди.

1143691
истанбулда көврүкләр сөсүн рәңгә пүркәнди

түркийә авази радийоси хәвири: көврүкләрниң сөсүн рәң билән йорутулуши, түркийә  епилепсийәгә қарши уруш җәмийитиниң бу кесәллик һәққидә иҗтимаий аң шәкилләндүрүш нишан қилинған «епилепсийә үчүн қараң» лайиһәси даирисидә ишқа ашурулди.

түркийә  епилепсийәгә қарши уруш җәмийити тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, лайиһә арқилиқ нерва системиси кесәлликлири арисида әң көп учрайдиған епилепсийәгә қарита хата мәлумат вә бир тәрәплимилик қарашларни йоқитиш вә епилепсийә бимарлирини  җәмийәт билән бир гәвдиләштүрүш нишан қилинидиғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر