мисирда миладидин илгирики 1573 - йиллириға тәвә мазарлар тепилди

мисир тарихий йадикарлиқлар министирлиқи мисирниң шималида һиксослар (миладидин илгирики 1788- 1573) дәвригә аит мазарларниң байқалғанлиқини елан қилди.

1132129
мисирда миладидин илгирики 1573 - йиллириға тәвә мазарлар тепилди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: мисир тарихий йадикарлиқлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, министирлиққа қарашлиқ архиологийәлик тәкшүрүш һәйитиниң мисирниң шималидики қәвм әл һилһал районида һиксослар дәвригә аит мазарларни тапқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, мазарларда һайванларниң қалдуқлири, таш вә сапалдин йасалған қача, чәйнәк шундақла җаназә тәййарлашта ишлитилидиған әшйаларниң тепилғанлиқи уқтурулди.

байанатта йәнә, ханиданлиқлар дәвригә тәвә 20 мазарму байқалғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر