түркийә оқуш йардимигә илтимас қилиш башланди

чәт әлдики түркләр вә қериндаш милләтләр идариси (YTB) ниң хәлқаралиқ оқуғучиларни түркийәдә алий маарип пурситигә игә қилған «2019-йиллиқ түркийә оқуш йардәм пули» үчүн илтимас қобул қилиш башланди.

1127199
түркийә оқуш йардимигә илтимас қилиш башланди

түркийә авази радийоси хәвири: чәт әлдики түркләр вә қериндаш милләтләр идариси тәрипидин тарқитилидиған түркийә оқуш йардими (Türkiye Bursları), түркийәдә алдинқи қатарда туридиған универстетларда толуқ йаки қисқа вақитлиқ оқуш пирограммиси бойичә тәрбийәлинидиған, талланған оқуғучиларға берилидиған, дөләт иқтисадий җәһәттин қоллайдиған, риқабәт характерлик оқуш йардими дәп билиниду.

түркийә оқуш йардими дөләтләр арисида өзара һәмкарлиқни вә хәлқләр оттурисида өзара чүшинишни техиму күчәйтишни, һәмдә келәчәктики рәһбәрләрни өз ичигә алған тор шәкилләндүрүшни мәқсәт қилиду.

2019-йиллиқ түркийә оқуш йардимигә 15-йанвардин 20-йанварғичә барлиқ дөләтләрдин кәлгән хәлқаралиқ оқуғучилар илтимас қилса болиду. бивастә қолдин йәткүзгән илтимаслар вә почтидин әвәтилгән илтимаслар қобул қилинмайду. илтимас қилишқа һечқандақ һәқ елинмайду. толуқ курста, аспирантлиқта вә докторлуқта оқумақчи болған оқуғучилар оқуш йардимигә илтимас қилса болиду.

2018-йили түркийә оқуш йардими пирограммисиға 135 миң оқуғучи илтимас қилди. һазирму дунйаниң һәр қайси җайлиридики хәлқаралиқ оқуғучиларға ечиветилгән «түркийә оқуш йардими» дин пайдиланған вә 160 дөләтттин кәлгән 17миң 500 оқуғучи, түркийәниң охшимиған шәһәрлиридә оқуватиду. түркийәниң алий маарип системисиниң хәлқаралиқ сүпәткә йетишидә муһим ролни өз үстигә алған пирограмма даирисидә, һәр йили оттура һесаб билән 7 миң оқуғучиға оқуш йардими тарқитиливатиду. пәқәт чәт әллик оқуғучиларла пайдилиналайдиған түркийә оқуш йардимигә, һәр йили бәлгиләнгән вақитларда интернет арқилиқ илтимас қилғили болиду.

интернеттин тәләп қилинған материйалларни әвәткән вә дәсләпки баһалаштин өткән оқуғучилар, дунйа миқйасида бекитилгән тәхминән 100 гә йеқин нуқтида мулақәт (йүз туранә көрүшүш) кә тәклип қилиниду.

академиклар вә чәт әлдики түркләр вә қериндаш милләтләр идарисиниң хизмәтчилири тәрипидин орунлаштурулидиған мулақәттин мувәппәқийәтлик өткән намзатлар, оқуш йардимини елиш салаһийитигә еришиду. түркийәгә кәлгән намзатлар, тунҗи йили тил курслирида түркчә өгиниду. андин таллишиға асасән һәр қайси универстетларға тәқсим қилиниду. толуқ курс, аспирант, доктор вә илмий тәтқиқат оқуғучилириға берилидиған түркийә оқуш йардими, оқуғучиларниң туралғу, йемәк-ичмәк вә айлиқ хираҗәтлирини өз ичигә алиду. оқуш йардимигә еришкән оқуғучиларниң, түркийәдә турған вақит ичидә давалиниш суғурта һәққи төлиниду.

илтимас қилмақчи болған оқуғучилар «www.turkiyeburslari.gov.tr» адресидин илтимас қилалайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر