хитай канада баш министириниң хитайға қаратқан әйибләшлиригә наразилиқ билдүрди

канада баш министири хитайни «өз хаһиши бойичә сот қилиду» дәп әйиблигән иди.

1126250
хитай канада баш министириниң хитайға қаратқан әйибләшлиригә наразилиқ билдүрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси хуа чүнйиң канада баш министири җустин трудеуниң хитайни «өз хаһиши бойичә сот қилиду» дәп әйиблигәнлики үстидә тохтилип: «канадани қанунниң үстүнлүкигә вә хитай сотиниң мустәқиллиқиға һөрмәт қилишқа, шундақла хатасини түзүтүшкә вә мәсулийәтсиз байанатларни елан қилмаслиққа чақириқ қилимиз» деди.

хуа чүнйиң пайтәхт бейҗиңда өткүзгән күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, канада баш министири җастин трудеуниң бир канада пуқраси хитайда өлүм җазасиға һөкүм қилинғандин кейин, хитайни өз хаһиши бойичә сот қилиду дәп әйиблигәнликигә наразилиқ билдүрди.

«қанунниң алдида һәммә киши баравәрдур» дегән хуа, қанунниң үстүнлүкиниң тәқәззасиниң мушу икәнликини, канададики мунасивәтлик кишиләрниң байанатлириниң қанунниң үстүнлүкигә даир әң әқәллий аңдинму халий икәнликини ейтти.

хуа зәһәрлик чекимликниң җәмийәткә еғир зийан салидиған җинайәт икәнликини тәкитләп, бу җинайәткә қарита дунйада еғир җазалар берилидиғанлиқини вә хитайниңму шундақ қилғанлиқини тәкитлиди. арқидинла канаданиң хуа вейниң малийә ишлири директори миң вәнҗуни дәрһал қойуп бериши лазимлиқини йәнә тәләп қилди.

түнүгүн хитайда, «зәһәрлик чекимлик әткәсчиси» дәп әйибләнгән роберт лилойид счелленберг өлүм җазасиға һөкүм қилинғандин кейин, канада баш министири трудеу интайин әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп: «хитай һөкүмити худдий әшу канада пуқраси дуч кәлгәндәк өз хаһиши бойичә өлүм җазаси бериш йолини таллиди. бу һөкүмәт болуш сүпитимиз билән, бизни интайин әндишигә салидиған бир әһвал. барлиқ хәлқарадики достлиримиз вә иттипақдашлиримизму шундақ һессийатта болуши лазим» дегән иди.

хитайниң лйавниң өлкисигә тәвә далийән шәһиридики йуқири сот мәһкимиси 222 килогирам метафетаменниң хитайдин австиралийәгә йөткилишигә йардәм қилиш җинайити билән әйибләп, 2016йилида 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилип болған роберт лилойид счелленбергни қайтидин өлүм җазаға һөкүм қилған иди.

сотчилар: «йеңи пакитларниң счелленбергниң хәлқаралиқ тәшкиллик бир зәһәрлик чекимлик җинайитигә қатнашқанлиқини көрситип бәрмәктә» дегән қарашлирини илгири сүргән иди.

хуа вейниң малийә ишлири директори миң вәнҗу 1декабирида америкиниң тәлипигә бинаән канадада назарәткә елинған вә сотта шәртлик һалда капаләткә қойуп беришкә һөкүм қилинған иди.

хитай билән канада оттурисидики мунасивәтләрниң йириклишишигә сәвәб болған миң вәнҗу вәқәсидин кейин, хитай һөкүмити канада пуқраси сабиқ дипломатийә хадими мишел ковриг вә сода санаәтчи мишел спаровни дөләт бихәтәрликигә тәһдит шәкилләндүридиған паалийәтләрни қилди дегәнләрни илгири сүрүп назарәткә алған иди. 

канада даирилири хитайниң түрмилиридә тутуп турулуватқан канада пуқралири саниниң 200 дин ешп кәткәнликини билдүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر